1Итаәтсизлик қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана мундақ: — Бу қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
2Көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда итаәтсизликни тиләш қурбанлиғиму боғузлиниду; каһин қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
3Қурбанлиқ қилғучи киши барлиқ мейини сунсун; йәни майлиқ қуйруғи билән ич қарнини йөгәп турған майни,
4икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗритип сунсун.
5Каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта көйдүрсун. Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду.
6Каһинлардин болған әр кишиләрниң һәммиси буни йесун; у муқәддәс йәрдә йейилсун; у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
7Гуна қурбанлиғи қандақ болса итаәтсизлик қурбанлиғиму шундақ болиду; улар иккиси тоғрисидки қаидә-низам охшаш; бу қурбанлиқ кафарәт кәлтүрүшкә қурбанлиқ өткүзгүчи каһинниң өзигә тәвә болсун.
8Каһин бирисиниң сунған көйдүрмә қурбанлиғини өткүзгән болса, көйдүрмә қурбанлиқниң териси шу каһинниң болиду.
9Тонурда пиширилған һәр бир ашлиқ һәдийә, шундақла қазанда яки тавида етилгән һәр бир ашлиқ һәдийә болса уни өткүзгән каһинниң болиду, йәни каһинниң өзигә тәвә болиду.
10Һәр бир ашлиқ һәдийә, мәйли зәйтун мейи арилаштурулған болсун, яки қуруқ кәлтүрүлгән болсун, булар Һарунниң оғуллириниң һәр биригә баравәр бөлүп берилиду.
11Пәрвәрдигарға атап кәлтүрүлгән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: —
12Сунмақчи болған киши уни тәшәккүр ейтиш үчүн сунса, ундақта у «тәшәккүр қурбанлиғи» билән биллә зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачлар, зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә есил ундин зәйтун мейиға чилап пиширилған тоғачларниму кәлтүрсун.
13Шу тоғачлардин башқа, йәнә тәшәккүр ейтидиған енақлиқ қурбанлиғи билән биллә ечитқу селинған нанларниму сунсун;