Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 6

Лавийлар 6:20-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
20Һарун Мәсиһлинидиған күнидә у вә оғуллириниң Пәрвәрдигарниң алдиға сунидиғини мундақ болуши керәк: — Улар үзүлмәс ашлиқ һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин бирини сунуши керәк; әтигини йеримини, ахшими йәнә йеримини сунсун.
21У тавида зәйтун мейи билән етилсун; у зәйтун мейиға чилап пиширилғандин кейин сән уни елип кир; ашлиқ һәдийәниң пиширилған парчилирини хушбуй сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунғин.
22Һарунниң оғуллириниң қайсиси униң орнида турушқа Мәсиһләнгән болса уму һәдийәни шундақ тәйярлап сунсун; бу әбәдий мутләқ бир бәлгүлимә болиду. Бу һәдийә Пәрвәрдигарға атап толуқ көйдүрүлсун.
23Каһинниң һәр бир ашлиқ һәдийәси болса пүтүнләй көйдүрүлсун; у һәргиз йейилмисун.
24Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
25Һарун билән оғуллириға мундақ дегин: — Гуна қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Гуна қурбанлиғиму көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда, Пәрвәрдигарниң алдида боғузлансун; бу хил қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.

Read Лавийлар 6Лавийлар 6
Compare Лавийлар 6:20-25Лавийлар 6:20-25