Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 27

Лавийлар 27:18-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун.
19Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду.
20Әгәр у пул берип етизлиқни қайтурувалмиған болса яки башқа бирисигә сетип бәргән болса, кейин шу етизлиқни қайтурувелишқа болмайду,
21Бәлки азатлиқ жили кәлгәндә етизлиқ «егисигә қайтурулидиғанда» у мутләқ беғишланған йәргә охшаш, Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинип, мирас һоқуқи каһинға өтиду.
22Әгәр бириси сетивалған амма өз мираси болмиған бир парчә йәр-етизни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилған болса,
23каһин азатлиқ жилиғичә қалған жилни һесаплап, қиммитини тохтатсун. Андин у күни шу киши тохтитилған қиммитини Пәрвәрдигарға муқәддәс қилған нәрсә сүпитидә кәлтүрсун.
24Лекин азатлиқ жили кәлгәндә, етизлиқ кимдин елинған болса, шу кишигә, йәни әслидики егисигә қайтуруп берилсун.
25Сән тохтитидиған барлиқ қиммәтләр болса һемишә муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бочичә һесаплансун; бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр болиду.
26Лекин чарпайниң тунҗа балиси тунҗа бала болғанлиғи сәвәвидин әслидинла Пәрвәрдигарға атилидиған болғачқа, кала болсун, қой-өшкә болсун һеч ким уни «Худаға атап» муқәддәс қилмисун; чүнки у әслидә Пәрвәрдигарниң еди.
27Әгәр у напак бир һайвандин туғулған болса, егиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип, андин өзигә қайтурувалсун; лекин әгәр егиси уни өзигә қайтурувалмаймән десә, бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун.
28Әгәр бириси Пәрвәрдигарға өз мелидин, адәм болсун, һайван болсун яки мирас йери болсун, Пәрвәрдигарға мутләқ атиған болса, ундақ нәрсә һәргиз сетилмисун яки бәдәл төләш биләнму қайтурулмисун. Пәрвәрдигарға мутләқ аталған һәр нәрсә болса «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинип, униңға хас болиду.
29Әгәр бир адәм Худаға мутләқ хас аталған болса, ундақта униң үчүн бәдәл берилип, қайтурувелинишқа һәргиз болмайду; у чоқум өлтүрүлүши керәк.
30Йәр-зиминдин чиққан һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә болса, йәрниң данлиқ зираәтлири болсун яки дәрәқләрниң мевиси болсун, Пәрвәрдигарниңки болиду; у Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинғандур.
31Бириси өз өшрилиридин мәлум бир нәрсини бәдәл берип қайтурувалмақчи болса, у шуниңға йәнә униң қиммитиниң бәштин бирини қошуп берип, қайтурувалсун.
32Кала яки қой-өшкә падисидин елинидиған өшрә болса падичиниң тайиғи астидин өткүзүлгән һайванлардин һәр онинчиси болсун; Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс қилинғини шу болсун.
33Һеч ким униң яхши-яманлиғиға қаримисун вә яки уни алмаштурмисун; әгәр уни алмаштуримән десә, Авалқиси билән орниға алмаштурулған һәр иккиси муқәддәс саналсун; у һәргиз бәдәл төлүп қайтурувелинмисун.

Read Лавийлар 27Лавийлар 27
Compare Лавийлар 27:18-33Лавийлар 27:18-33