22Етизиңниң булуң-пучқақлириғичә тамам жиғивалмаңлар, вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
24Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр йәттинчи айниң биринчи күни толуқ арам елип, канайлар челиниш билән әсләтмә йосунда һейт қилип, муқәддәс сорунларни түзүңлар.
25У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған бир қурбанлиқ сунуңлар.