Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 13

Лавийлар 13:27-58

Help us?
Click on verse(s) to share them!
27Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун; дағ терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
28Амма әгәр дағ җайида тохтап, йейилмиған болса, шундақла рәңги сус болса, бу пәқәт көйүктин болған чавартқу, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун; чүнки у көйүкниң татуғи, халас.
29Әгәр бир әр яки аял кишиниң бешида яки сақилида җараһәт пәйда болса,
30каһин җараһәткә сәпселип қарисун; әгәр җараһәт әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, үстидә шалаң сериқ түк болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу җараһәт қақач болуп, баш яки сақалдики песә-мохониң аламитидур.
31Әгәр каһин қақач җайға сәпселип қариғанда, у әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, шундақла униң ичидә һеч қандақ қара түкму болмиса, ундақта каһин қақичи бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
32Каһин йәттинчи күни қақачқа йәнә сәпселип қарисун; қақач кеңийип кәтмәй, үстидиму һеч қандақ сериқ түк болмиса, шундақла қақач әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә,
33җараһити бар киши барлиқ чач-сақилини чүшүрүвәтсун; қақачниң өзини ғирдимисун. Каһин қақичи бар кишини йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
34Йәттинчи күни каһин қақачқа сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәтмигән болса, шундақла әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, каһин уни «пак» дәп җакалисун. Андин у кийимлирини жуйсун; шуниң билән у пак санилиду.
35Лекин әгәр у «пак» дәп җакаланғандин кейин қақач теридә кеңийип кәтсә,
36каһин униңға йәнә сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәткән болса, сериқ түкниң бар-йоқлуғини тәкшүрүшниң һаҗити йоқ; чүнки бу киши напактур.
37Әгәр қақач җайида шу пети қелип, үстидин қара түк үнүп чиққан болса, қақач сақайған болиду; шу киши пак болғачқа, каһин уни «пак» дәп җакалиши керәк.
38Әгәр әр яки аял кишиниң бәдининиң терисидә дағ пәйда болуп, бу дағлар пақирақ һәм ақ болса
39каһин сәпселип қарисун; әгәр бәдәнниң терисидики шу дағлар суслишип боз рәңгә йүзләнгән болса, бу теридин чиққан бир ташма, халас; бу киши пак саналсун.
40Әгәр биркимниң бешиниң түклири чүшүп кәткән болса, у пәқәт бир тақир баш, халас; у пак саналсун.
41Әгәр униң бешиниң түки пешанә тәрипидин чүшкән болса, у пәқәт пайнәкбаш, халас; у йәнила пак саналсун.
42Лекин әгәр униң тақир беши яки пайнәк бешида қизғуч ақ дағ көрүнсә, ундақта шу җараһәт униң тақир беши яки пайнәк бешидики песә-мохо кесилиниң бир аламитидур.
43Каһин җараһитигә сәпселип қарисун; әгәр униң тақир бешида яки пайнәк бешида ишшиқ җараһәт болса һәмдә песә-мохо кесилиниң аламитидәк қизғуч ақ көрүнсә,
44ундақта у песә-мохо кесилигә гириптар болған адәм болуп, напак һесаплиниду. Униң бешиға шундақ җараһәт чүшкән болғач, каһин уни мутләқ «напак» дәп җакалисун.
45Шундақ җараһити бар песә-мохо кесили болған киши кийимлири житиқ, чачлири чувуқ, бурут-сақили йепиқлиқ һалда: «Напак, напак!» дәп товлап жүрүши керәк.   
46Шу җараһити болған барлиқ күнләрдә у «напак» санилиду; у напак болғачқа, айрим туруши керәк; униң туралғуси чедиргаһниң сиртида болсун.
47Әгәр бир кийимдә, мәйли жуңдин яки канаптин тикилгән болсун униңда песә-мохо из-деғи пәйда болса,
48йәни канап яки жуңдин тоқулған рәхттә, өрүш жипида яки арқақ жиплирида болсун, терә-хурумда яки теридин етилгән һәр қандақ нәрсиләрдә песә-мохо из-деғи болса,
49шундақла кийим-кечәк яки терә-хурумда, өрүш жип яки арқақ жиплирида, я терә-хурумдин етилгән нәрсиләрдә пәйда болған из-дағ йешилрақ яки қизғуч болса бу из-дағ «песә-мохо из-деғи» дәп қарилип каһинға көрситилсун.
50Каһин даққа сәпселип қарисун, андин из-дағ пәйда болған нәрсини йәттә күнгичә айрим сақлисун.
51У йәттинчи күни из-дағға қарап бақсун; из-дағ чүшкән кийим-кечәк, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, яки терә-хурумда яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, у кеңийип кәткән болса, бу из-дағ чириткүч песә-мохо кесили дәп һесаплинип, улар напак саналсун.
52Шуниңдәк каһин өрүш жип яки арқақ жипида из-дағ болса кийим-кечәк яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә шундақ из-дағ болса уларниму көйдүрүвәтсун; чүнки бу чириткүч песә-мохо кесилидур. Мундақ нәрсиләрниң һәммисини отта көйдүрүш керәктур.
53Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, из-дағ кийим-кечәктики өрүш жипта болсун, арқақ жипта болсун, яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, из-дағ кеңәймигән болса,
54ундақта каһин деғи бар нәрсини жуюлсун дәп буйруп, иккинчи қетим уни йәттә күнгичә сақлисун.
55Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
56Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, мана, дағниң рәңги жуюлғандин кейин суслишип кәткән болса, у шу қисмини кийим-кечәктин, өрүш жиптин яки арқақ жиптин болсун, яки терә-хурумдин болсун уни житип елип, ташливәтсун.
57Әгәр бу из-дағ кийим-кечәктә, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, я терә-хурумдин етилгән нәрсидә көрүнсун, бу кеңийдиған бирхил песә-мохо из-деғи дәп саналсун; сән у чаплашқан кийим-кечәкни көйдүрүвәткин.
58Лекин әгәр из-дағ кийим-кечәктә болсун (өрүш жипида яки арқақ жипида болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, жуюлуш билән чиқип кәтсә, ундақта бу егин иккинчи қетим жуюлсун, андин пак саналсун.

Read Лавийлар 13Лавийлар 13
Compare Лавийлар 13:27-58Лавийлар 13:27-58