7И сөйгиним, һозурлар үчүн шунчә гөзәл, шунчә йеқимлиқтурсән!
8Сениң боюң палма дәриғидәк, Көксүң үзүм ғунчилиридәктур.
9Мән: — «Палма дәриғи үстигә чиқимән, Шахлирини тутуп ямишимән; Көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк, Бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...».
10«...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп, Ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!
11Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Униң тәқаззаси маңа қаритилиду».
12«И сөйүмлүгүм, келәйли, Етизларға чиқайли; Йезиларда түнәп келәйли,
13Үзүмзарлиққа чиқишқа балдур орундин турайли, Үзүм таллириниң бихлиған-бихлимиғанлиғини, Чечәкләрниң ечилған-ечилмиғанлиғини, Анарларниң бәрқ урған-урмиғанлиғини көрәйли; Әшу йәрдә муһәббәтлиримни саңа беғишлаймән.