29Ағзиңлардин һеч қандақ иплас сөз чиқмисун, пәқәт аңлиғучиларға шәпқәт йәтсун үчүн, еһтияҗқа уйғун вә адәмни қуруп чиқидиған сөзләрни ейтиңлар.
30Худаниң Муқәддәс Роһиға азап бәрмәңләр; чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр;
31өзүңлардин һәр қандақ өч-адавәт, аччиқ-ғәзәп, қәһр, җедәл-маҗиралар, тил-аһанәт һәмдә һәр хил қара нийәтләрни нери қилиңлар;
32бир-бириңларға меһриван, юмшақ диллиқ болуп, Худа Мәсиһтә силәрни кәчүрүм қилғинидәк бир-бириниңларни кәчүрүм қилиңлар.