Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әфәсуслуқларға

Әфәсуслуқларға 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —  
2(силәр бәлким маңа тапшурулған, силәргә Худаниң шәпқитини елип баридиған ғоҗидарлиғим тоғрилиқ,
3йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим;  
4силәр уни оқуғиниңларда, Мәсиһниң сири тоғрилиқ йорутулғанлиғимни билип йетисиләр)
5илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға Униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс.  
6Демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду;
7Худаниң шәпқити маңа елип кәлгән илтипат билән, Униң күч-қудритиниң жүргүзүлүши билән, мән бу ишқа хизмәткар қилип тайинландим;
8маңа — муқәддәс бәндилири ичидики әң төвинидинму төвән болған маңа мошу илтипат, йәни әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш  
9вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди.
10Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур.   
11Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур;
12Униң ишәш-садиқлиғи арқилиқ биз җасарәткә һәм Худаниң алдиға хатирҗәмлик билән кириш һоқуқиға егә болдуқ;
13шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду).  
14Мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки,
15( асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду)
16У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй;   
17шуниң билән Мәсиһ қәлбиңларда ишәш арқилиқ туруп, силәр меһир-муһәббәт ичидә йилтиз тартған, һул селинған,
18барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған Униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр.

20Әнди ичимиздә жүргүзидиған қудрити бойичә барлиқ тилигимиз яки ойлиғанлиримиздинму һәдди-һесапсиз артуқ вуҗудқа чиқиришқа қадир Болғучиға, —
21Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәтгичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин!