1Худаниң ирадиси билән, Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанларға салам!
2Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
3Бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси мубарәк болғай!
4Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;
5У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;
6бу ишта Униң меһри-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.
7Биз Униңда Атиниң меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;
8У бу меһри-шәпқәтни барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики,
9— У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә ирадисидики сирни, йәни вақит-заманларниң пишип йетилишини идарә қилиши билән барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди;
11Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ;
12шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ;
13һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар.
14Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду.
15Шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип,
16дуалиримда силәрни әсләп, силәр үчүн рәхмәт ейтишни тохтатмидим;
17тиләйдиғиним шуки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси, шан-шәрәпниң Егиси болған Ата силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай,
18шуниң билән силәрниң қәлбтики көзлириңлар рошәнлишип, Униң чақириқиға бағланған үмүтниң немилигини, Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлигини
19вә Униң ишәнгүчи бизләргә зор күчи билән қаратқан қудритиниң һесапсиз бүйүклүгини билип йәткәйсиләр;
20дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдуруп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди;
21пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған;
22барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған.
23Җамаәт болса Униң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин Толдурғучиниң мукәммәл җәвһиридур.