4Чүнки падишаһниң сөзи һоқуқтур; ким униңға: «Өзлири немә қилила?» — дейәлисун?
5Ким падишаһниң пәрманини тутқан болса һеч яманлиқни көрмәйду; дана кишиниң көңли һәм пәйтни һәм йолни пәмлийәләйду.
6Чүнки һәр бир иш-арзуниң пәйти вә йоли бар; инсан кейинки ишларни билмигәчкә, униң дәрд-әлими өзини қаттиқ басиду. Ким униңға қандақ болидиғанлиғини ейталисун?