9Роһуңда хапа болушқа алдирима; Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10«Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
11Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур.
12Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?
14Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
15Мән буниң һәммисини бемәнә күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм.