4Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур.
5Ағзиң тениңни гунаниң ихтияриға қоювәтмисун; пәриштә алдида: «Хата сөзләп салдим» демә; немишкә Худа гепиңдин ғәзәплинип қоллириң ясиғанни һалак қилиду?
6Чүнки чүш көп болса бимәниликму көп болиду; гәп көп болсиму охшаштур; шуңа, Худадин қорққин!
7Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур.
8Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаһниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.