4Андин мән барлиқ әҗир вә барлиқ хизмәтниң утуқлиридин шуни көрүп йәттимки, у инсанниң йеқинини көрәлмәслигидин болиду. Буму бимәнилик вә Шамални қоғлиғандәк иштур.
5Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
6Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
7Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум;
8бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
9Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду.
10Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
11Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун?