Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 4

Һекмәт топлиғучи 4:3-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3шундақла бу икки хил кишиләрдин бәхитлиги техи апиридә болмиған кишидур; чүнки у қуяш астида қилинған яманлиқларни һеч көрүп бақмиған.
4Андин мән барлиқ әҗир вә барлиқ хизмәтниң утуқлиридин шуни көрүп йәттимки, у инсанниң йеқинини көрәлмәслигидин болиду. Буму бимәнилик вә Шамални қоғлиғандәк иштур.
5Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
6Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
7Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум;
8бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
9Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду.
10Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
11Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун?
12Йәнә, бирәв ялғуз бир адәмни йеңивалған болса, иккиси униңға тақабил туралайду; шуниңдәк үч қат арғамча асан үзүлмәс.
13Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишаһдин яхшидур;
14Чүнки гәрчә у бу падишаһниң падишаһлиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
15Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни падишаһниң орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум.
16Барлиқ хәлиқ, йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду; буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.

Read Һекмәт топлиғучи 4Һекмәт топлиғучи 4
Compare Һекмәт топлиғучи 4:3-16Һекмәт топлиғучи 4:3-16