7Житиш вақти бар, тикиш вақти бар; Сүкүт қелиш вақти бар, сөз қилиш вақти бар;
8Сөйүш вақти бар, нәпрәтлиниш вақти бар; Уруш вақти бар, течлиқ вақти бар.
9Ишлигән өз ишлигинидин немә пайда алиду?
10Мән Худа инсан балилириға жүклигән, ишләп җапа тартиш керәк болған ишни көргәнмән.
11У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән; у йәнә мәңгүлүкни инсанларниң көңлигә салған; шуңа, инсан Худаниң өз һаятиға баштин ахирғичә немини бекиткәнлигини билип йәтмәстур.
12Инсанларға һаятида шатлиниш вә яхшилиқ қилиштин башқа әвзәл иш йоқ екән дәп билип йәттим.
13Шундақла йәнә, һәр бир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һозур елиши, мана бу Худаниң соғисидур.
14Худаниң қилғанлириниң һәммиси болса, мәңгүлүк болиду, дәп билимән; униңға һеч нәрсини қошушқа вә униңдин һеч нәрсини еливетишкә болмайду; Худаниң уларни қилғанлириниң сәвәви инсанни Өзидин әйминдүрүштур.
15Һазир болғанлири өткәндиму болғандур; кәлгүсидә болидиған иш аллиқачан болғандур; Худа өткән ишларни сорайду.
16Мән қуяш астида йәнә шу ишни көрдүмки — сорақ орнида, шу йәрдә һелиһәм рәзиллик туриду; һәққанийлиқ туруш керәк болған җайда, мана рәзиллик туриду!
17Мән көңлүмдә: «Худа һәққаний һәм рәзил адәмни сораққа тартиду; чүнки һәр бир арзу-мәхсәт вә һәр бир ишниң өз вақти бар» — дедим.
18Мән көңлүмдә: — Бундақ болуши инсан балилириниң сәвәвидиндур; Худа уларни синимақчи, бу ишлар улар өзлириниң пәқәт һайванларға охшаш екәнлигини көрүши үчүн болған, дәп ойлидим.
19Чүнки инсан балилириниң бешиға келидиғини һайванларғиму келиду, уларниң көридиғини охшаш болиду. Улардин алдинқиси қандақ өлгән болса, кейинкисиму шундақ өлиду, уларда охшашла бирла нәпәс бардур. Инсанниң һайванлардин һеч артуқчилиғи йоқ; чүнки һәммә иш бимәниликтур.
20Уларниң һәммиси бир җайға бариду; һәммиси топа-чаңдин чиққан, һәммиси топа-чаңға қайтиду.
21Ким адәм балилириниң роһини билиду? У жуқуриға чиқамду, буни ким билиду? Һайванларниң роһи, у йәр тегигә чүшәмду, ким билиду?
22Шуниң билән мән инсанниң өз әҗридин һозурлинишидин артуқ иш йоқтур, дәп көрдум; чүнки мана, бу униң несивисидур; чүнки уни өзидин кейин болидиған ишларни көрүшкә ким елип келиду?