7Қулларға вә дедәкләргә егә болдум; өйүмдә улардин туғулғанларму мениңки еди; Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисиниңкидин көп мал-варанлар, қой вә кала падилирим бар болди.
8Өз-өзүмгә алтун-күмүчләрни, падишаһларниң һәм һәр қайси өлкиләрниң һәр хил әтиварлиқ алаһидә гөһәрлирини жиғдим; қиз-жигит нахшичиларға һәмдә адәм балилириниң дилкөйәрлиригә, йәни көплигән гөзәл кенизәкләргә егә болдум.
9Улуқ болдум, Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисидин зиядә ронақ таптим; шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди.
10Көзлиримгә немә яққан болса, мән шуни униңдин айимидим; өз көңлүмгә һеч қандақ хошаллиқни яқ демидим; чүнки көңлүм барлиқ әҗримдин шатланди; мана, булар өз әҗримдин болған несивәм еди.
11Андин өз қолум ясиғанлириниң һәммисигә, шундақла сиңдүргән әҗримниң нәтиҗисигә қарисам, мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди; булар қуяш астидики һеч пайдиси йоқ ишлардур.
12Андин зеһнимни жиғип уни даналиққа, тәлвилик вә әхмиқаниликкә қарашқа қойдум; чүнки падишаһтин кейин туридиған адәм немә қилалайду? — қилсиму аллиқачан қилинған ишлардин ибарәт болиду, халас!
13Шуниң билән нур қараңғулуқтин әвзәл болғандәк, даналиқниң биғәрәзликтин әвзәллигини көрүп йәттим.
14Дана кишиниң көзлири бешидидур, ахмақ болса қараңғулуқта маңиду; бирақ уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғини чүшинип йәттим.
15Көңлүмдә: «Ахмақкә болидиған иш маңиму охшаш болиду; әнди мениң шундақ дана болушумниң зади немә пайдиси?!» — дедим. Андин мән көңлүмдә: «Бу ишму охшашла бимәниликтур!» — дедим.
16Чүнки мәңгүгә дана киши ахмақкә нисбәтән һеч артуқ әсләнмәйду; чүнки кәлгүсидики күнләрдә һәммә иш аллиқачан унтулуп кетиду; әнди дана киши қандақ өлиду? — Ахмақ киши билән биллә!
17Шуңа мән һаятқа өч болдум; чүнки қуяш астида қилинған ишлар маңа еғир келәтти; һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди.