20Андин мән райимдин яндим, көңлүм қуяш астидики җапа тартқан барлиқ әҗримдин үмүтсизлинип кәтти.
21Чүнки әҗрини даналиқ, билим вә әп билән қилған бир адәм бар; бирақ у әҗрини униңға һеч ишлимигән башқа бирисиниң несивиси болушқа қалдуруши керәк. Буму бимәнилик вә интайин аччиқ күлпәттур.
22Чүнки инсан қуяш астида өзини упритип, өзиниң барлиқ әмгигидин вә көңлиниң интилишлиридин немигә егә болиду?
23Чүнки униң барлиқ күнлири азаплиқтур, униң әҗри ғәшликтур; һәтта кечидә униң көңли һеч арам тапмайду. Буму бимәниликтур.
24Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йейиши, ичиши, өз җенини өз әҗридин һозур алдурушидин ибарәттур; буни Худаниң қолидиндур, дәп көрүп йәттим.
25Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?
26Чүнки у өз нәзиригә яқидиған адәмгә даналиқ, билим вә шатлиқни ата қилиду; бирақ гунакар адәмгә у мал-мүлүк жиғип-топлашқа җапалиқ әмгәкни бериду, шуниңдәк у жиғип-топлиғинини Худаниң нәзиридә яхши болғанға тапшуридиған қилиду. Буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.