14Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, — Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15Әгирни түз қилғили болмас; Кәмни толуқ дәп саниғили болмас.
16Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.