1Йерусалимда падишаһ болған, Давутниң оғли «Һекмәт топлиғучи»ниң сөзлири: —
2«Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду «Һекмәт топлиғучи» — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
3Қуяш астида тартқан җапалиридин инсан немә пайдиға еришәр?
4Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду; Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду;
5Күн чиқиду, күн патиду; Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
6Шамал җәнупқа қарап соқиду; Андин бурулуп шималға қарап соқиду; У айлинип-айлинип, Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
7Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду; Дәриялар қайси җайға аққан болса, Улар йәнә шу йәргә қайтиду.
8Барлиқ ишлар җапаға толғандур; Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур; Көз көрүштин, Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
9Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур; Қилған ишлар йәнә қилиниду; Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур.
10«Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму? У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду; Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
12Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падишаһ болғанмән;