Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 10

Һекмәт топлиғучи 10:10-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
11Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?
12Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду.
13Сөзлириниң беши ахмақлик, айиғи рәзил тәлвиликтур;
14амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?
15Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.
16И зимин, падишаһиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай!
17И зимин, падишаһиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!
18Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.
19Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!
20Падишаһқа ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.

Read Һекмәт топлиғучи 10Һекмәт топлиғучи 10
Compare Һекмәт топлиғучи 10:10-20Һекмәт топлиғучи 10:10-20