1Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлик таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.
2Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.
3Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
4Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
5Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —