18Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.
19Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә: — Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
20Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди).
21Петрус уни көрүп, Әйсадин: — И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди.
22Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.