Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 19

Юһанна 19:20-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
20Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди.
21Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: — «Йәһудийларниң падишаһи» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаһи, дегән» дәп йезиң, — дейишти.
22Бирақ Пилатус җавапән: — Язидиғанни йезип болдум! — деди.
23Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди.
24Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.  
25Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти.   
26Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — И ханим, мана сениң оғлуң! — деди.
27Андин у бу мухлисқа: — Мана сениң анаң! — деди. Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди.
28Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди.  
29У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди.
30Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин: — Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди.
31У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди.
32Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти.

Read Юһанна 19Юһанна 19
Compare Юһанна 19:20-32Юһанна 19:20-32