Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 19

Юһанна 19:1-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти.  
2Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға шаһанә сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп,
3униң алдиға келип: — Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаһи!» — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди.
4Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа: — Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди.
5Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: — Қараңлар, у адәмгә! — деди.
6Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди.
7Йәһудийлар униңға җавапән: — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.
8Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,
9йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди.
10Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди.
11Әйса җавапән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.
12Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падишаһ дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.  
13Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди
14(у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: Мана бу силәрниң падишаһиңлардур! — деди.
15Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди. Пилатус уларға: — Мени падишаһиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди. Баш каһинлар җавапән: — Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишаһимиз йоқтур! — дәп товлашти. Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди.

Read Юһанна 19Юһанна 19
Compare Юһанна 19:1-15Юһанна 19:1-15