Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «2»

Тимотийға «2» 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мән Худа һәмдә тирикләр билән өлүкләрни сорақ қилишқа тәйяр туридиған Мәсиһ Әйсаниң алдида, шундақла Униң қайта аян болуши вә Униң Өз падишаһлиғи билән саңа шундақ агаһ қилип тапилаймәнки,
2Худаниң сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара. Толуқ сәвир-тақәт вә тәлим-әқидә билән несиһәт қилғин, тәнбиһ бәргин, риғбәтләндүргин.
3Чүнки шундақ бир заман келидуки, инсанлар сағлам тәлимни аңлашқа чидимай, бәлки қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду.
4Улар һәқиқәткә қулақ салмай, әпсаниләрни тиңшашқа бурмилинип кетиду.
5Лекин сән һәр қандақ әһвалда ойғақ тур, харлиқ-мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәр, хуш хәвәрчиниң вәзиписини орунда, тапшурулған хизмитиңни һәр тәрәптин толуқ ада қилғин.
6Чүнки өзүмгә кәлсәм, җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақти йетип кәлди, мениң бу дуниядин кетиш вақтимму йеқинлашти.  
7Гөзәл күрәшни мән қилип болдум, жүгүрүш мусабиқисиниң мәнзилини бесип болдум, бирдин-бир етиқатни чиң сақлап кәлдим.
8Һазир һәққанийлиқниң ғәлибә таҗи мән үчүн сақлинип турмақта. Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду.  
9Имканийәтниң баричә йенимға тездин йетип кәл.
10Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти.
11Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзүң билән биргә елип кәл, чүнки у хизмәтлиримдә маңа көп әсқатиду.
12Тикикусни болса Әфәсус шәһиригә әвәтивәттим.
13Келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин.
14Мискәр Искәндәр маңа тола әскилик қилди. Рәб униңға қилмишлириға лайиқ яндурмай қалмайду.
15Сән һәм униңдин һошияр бол; чүнки у биз йәткүзгән сөзлиримизгә қаттиқ қаршилиқ көрсәтти.
16Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай!
17Лекин Рәб мениң билән биллә туруп, мән арқилиқ Инҗил җакари толуқ қилинип, бу йәрдики барлиқ ят әлликләрдин болғанларниң аңлиши үчүн мени күчләндүрди; шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим.
18Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишаһлиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәтгичә мәнсуп болғай! Амин!

19Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт.  
20Ерастус Коринт шәһиридә қалди. Лекин Трофимус кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милетус шәһиридә қалдуруп қойдум.
21Қиш чүшүп кәткичә имканийәтниң баричә бу йәргә кәлгин. Юбулус, Пудис, Линос, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам.
22Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! Меһри-шәпқәт силәр билән биллә болғай!