Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «2»

Тимотийға «2» 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду.  
2У чағдики инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, мәнмәнчи, һакавур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини тиңшимайдиған, тузкор, иплас,
3көйүмсиз, кәчүрүмсиз, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһший, хәйр-сахавәтликкә дүшмән,
4сатқун, тәлвә, шөһрәтпәрәс, һозур-һалавәтни Худадин яхши көридиған,
5сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур.  
6Чүнки уларниң арисидики бәзиләр өйму-өй соқунуп кирип, гуналар билән бесилған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аялларни аздуруп өзигә әсир қилиду.  
7Бундақ аяллар дайим тәлим алсиму, һәргиз һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
8Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Улар зеһин-көңүллири чиригән, етиқат җәһәттә дашқал дәп испатланған кишиләрдур.  
9Лекин әнди улар бу йолда алға илгирилийәлмәйду; чүнки Яннис билән Ямбрисниң һамақәтлиги очуқ көрүнгәндәк, буларниңму һәммигә көрүниду.
10Лекин сән болсаң мениң тәлимим, жүрүш-турушум, мәхсәт-ирадилирим, ишәш-етиқатим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим, мән учриған зиянкәшликләр вә азап-оқубәтләргә, җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң, шундақла мән бәрдашлиқ бәргән шунчә зиянкәшликләрдин толуқ хәвириң бар; Рәб уларниң һәммисидин мени қутқузди.   
12Дәрвәқә, Мәсиһ Әйсада ихласмән һаят кәчүрүшкә ирадә тиклигәнләрниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
13Лекин рәзил адәмләр вә езитқу-каззаплар бәрибир башқиларниму алдап, өзиму алдинип, барғансери әсәбийлишиду.
14Лекин сән болсаң, үгәнгән вә толуқ ишәндүрүлгән һәқиқәтләрдә чиң тур; чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән,
15һәмдә балилиқ чағлириңдин тартипла муқәддәс язмиларни билип кәлдиң; буларниң саңа Мәсиһ Әйсаға бағланған етиқат арқилиқ болған ниҗат тоғрилиқ сени дана қилалайдиғанлиғини билисән.
16Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп, у тәлим бериш, тәнбиһ бериш, хаталиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийәт йолиға башлашқа пайдилиқтур.   
17Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду.