Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «2»

Тимотийға «2» 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуңа әй оғлум, сән Мәсиһ Әйсада болған меһри-шәпқәткә тайинип күчлүк бол;
2вә сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин.  
3Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин.
4Җәңчи болған киши өзини әскәрликкә тизимлиған сәрдарини рази қилиш үчүн адәттики турмуш ишлирини өзигә һәләк қиливалмаслиғи керәк.
5Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду.
6Әҗир сиңдүргән дехан һосулидин биринчи болуп бәһримән болуши тегишликтур.
7Бу сөзлирим үстидә яхши ойла, шуниң билән Рәб саңа һәммә ишта йорутиду.
8Сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут.
9Бу хуш хәвәрни дәп көп харлиқ-мушәққәт чекип, һәтта җинайәтчи һесаплинип кишәнлинип ятимән. Һалбуки, Худаниң сөз-калами һеч кишәнләнмәйду!
10Әнди мән дәл шу сәвәптин, Худа таллиған бәндиләрниң Мәсиһ Әйсада болған ниҗатқа мәңгүлүк шан-шәрәп билән еришиши үчүн һәммә ишқа бәрдашлиқ беримән.
11Төвәндики бу сөзләр ишәшликтур: — «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән һаятта биллә яшаймиз.  
12Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз униңдин тансақ, Уму биздин таниду.
13Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; Чүнки У Өзидин һеч таналмайду».  
14Бу ишларни давамлиқ қериндашларниң сәмигә селип, уларни Рәб алдида бемәнә сөзләр үстидә талаш-тартиш қилмаслиқни әстайдиллиқ билән агаһландурғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларни набут қилиду.
15Уста тикимчи рәхтни тоғра пичқандәк һәқиқәт сөзини дурус чүшәндүрүп, өзүңни Худа алдида тәстиқланғидәк, йәргә қарап қалмайдиған маһир бир хизмәткар қилип көрситишкә интилип көңүл қойғин;
16лекин иплас, қуруқ гәпләрдин нери тур. Чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду.   
17Мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду. Хименеюс вә Филетослар мана шундақларниң ичидики иккисидур;
18улар һәқиқәттин чәтнәп, өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди, дәйду, шундақла бәзиләрниң етиқатини ғулитиду.

19Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур.   
20Бай-баяшат адәмниң өйидә пәқәт алтун вә күмүч қача-қучиларла әмәс, яғач, сапал қачиларму болиду. Қача-қучиларниң бәзилири әтиварлиниду, бәзилири пәс көрүлиду.
21Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду.
22Шуңлашқа, яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзүңни қачурғин, пак қәлб билән Рәбгә нида қилғучи билән биллә һәққанийлиқ, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт вә тинич-хатирҗәмликни қоғлишип издә.
23Лекин әхмиқанә, билимсизликтин чиққан талаш-тартишларға арилишишни рәт қил, чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.
24Әндиликтә Рәбниң қули җедәлләшмәслиги, бәлки һәммә кишиләргә мулайим-меһриван, тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк;
25шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун;   
26бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду.