9Әнди немә дейиш керәк? Биз Йәһудийлар Йәһудий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.
10Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,
11Йорутулған киши йоқтур, Худани издигиниму йоқтур.
12Һәммә адәм йолдин чәтниди, Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
13Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, Тиллири каззаплиқ қилмақта; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;