10Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду.
11Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас».
12Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду.
13Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».
14Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун?
15Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».
16Бирақ, худди Йәшая пәйғәмбәрниң «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс.
17Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду.