Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 25

Лавийлар 25:39-50

Help us?
Click on verse(s) to share them!
39Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;
40бәлки у қешиңда мәдикар яки мусапирдәк турсун; азатлиқ жилиғичә сениң хизмитиңдә болсун;
41андин азат болуп өзи билән балилири қешиңдин чиқип, өз җәмәтигә йенип берип, ата-бовилириниң йәр-мүлкигә қайтсун.
42Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
43Сән уларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмайсән, бәлки Худайиңдин қорққин.
44Лекин өзүңгә қул яки дедәк алмақчи болсаң, уларни әтраптики ят әлләрдин шундақ қул я дедәк сетивалсаң болиду.
45Булардин башқа, араңларда олтирақлашқан мусапирларниң пәрсәндлирини вә шуларниң җәмәтидин, йәни силәр билән биллә туруватқан, зиминиңларда туғулғанлардин қуллар сетивалсаңлар болиду; шуниң билән улар силәрниң мүлкүңлар болуп қалиду.
46Силәр мушуларни өзүңлардин кейинки балилириңларға мирас қилип, уларға мүлүк болушқа қалдурсаңлар болиду; мушуларни әбәдгичә қул қилсаңлар болиду; лекин өз қериндашлириңлар болған Исраиллар арисида болса, бир-бириңларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмаслиғиңлар керәк.
47Әгәр араңларда олтиришлиқ бир мусапир яки яқа жутлуқ бейиған вә униңға хошна қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини шу хошна мусапирға вә яки шу мусапирниң мәлум бир әвладиға сатса,
48у сетилғандин кейин униңда пул төләп һөрлүккә чиқиш һоқуқи қалиду; униң ака-укилириниң һәр қайсиси уни һөрлүккә сетивалса болиду.
49Шуниңдәк униң тағиси яки тағисиниң оғли вә яки җәмәтидин болған һәр қайси йеқин туққини уни һөрлүккә сетивалса болиду; яки өзиниң қурби йәтсә, пул берип өз-өзини һөрлүккә сетивалса болиду.
50Уни сетивалидиған киши униң ғоҗиси билән гәплишип сетилған жилдин тартип азатлиқ жилиғичә қанчилик болғанлиғини һесаплап, сетивелиш баһасини жилларниң саниға қарап һесаплисун; һөрлүк пули һесаплашта қулниң ғоҗисиға ишләшкә керәк болған қалған күнлириниң һәққи «мәдикарниң ишлигән күнлири»дәк һесаплансун.

Read Лавийлар 25Лавийлар 25
Compare Лавийлар 25:39-50Лавийлар 25:39-50