32Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.
36Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин.
37Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
38Худайиңлар болушқа, Қанаан зиминини силәргә беришкә силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
39Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;