13Азатлиқ жили араңлардики һәр бир адәм өз йәр-мүлкигә қайтсун.
14Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар, бир-бириңларни бозәк қилмаңлар.
15Хошнаңдин йәрни сетивалсаң, ундақта «азатлиқ жили»дин кейин өткән жилларниң санини һесаплап униңдин сетивелишиң керәк; уму қалған жилларниң саниға қарап, йәрниң кейинки һосуллириға асасән саңа сетип бәрсун.
16«Азатлиқ жили»ғичә болған жиллар көпрәк болса, баһасини шуниңға мувапиқ жуқури көтирисән; қалған жиллар азрақ болса, баһасини шуниңға мувапиқ кемәйтсун. Чүнки қалған жилларниң һосуллири қанчә болса, у шу бойичә саңа сетип бериду.
17Силәр бир-бириңларни бозәк қилмаңлар, бәлки Худайиңлардин қорқуңлар; чүнки Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
18Силәр Мениң бәлгүлимилиримни тутуп, һөкүмлиримдә туруп, шуларға әмәл қилиңлар; силәр шундақ қилсаңлар, зиминиңларда теч-аман турисиләр.