Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 23

Лавийлар 23:7-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Биринчи күнидә силәр муқәддәс жиғилиш қилип, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
8Силәр йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқларни сунуп туруңлар. Йәттинчи күнидә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
9Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр Мән өзүңларға тәқдим қилидиған зиминға кирип, униңдин һосул жиққиниңларда, һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар.
11Каһин силәр үчүн қобул болушқа уни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун; уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду.
12Силәр уни пулаңлатқан күндә силәр бир яшқа киргән беҗирим бир қозини Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуңлар;
13шуниңға қошуп ашлиқ һәдийә сүпитидә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин бир әфаһниң ондин бирини Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунуңлар; буниңға қошуп шарап һәдийә сүпитидә шараптин бир һинниң төрттин бирини сунуңлар.
14Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири йеңи һосулдин һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
15Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк);
16йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи һосулдин бир ашлиқ һәдийә сунуңлар.

Read Лавийлар 23Лавийлар 23
Compare Лавийлар 23:7-16Лавийлар 23:7-16