2Сән Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар, силәр муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған һейтлирим мана мунулардур: —
3(алтә күн иш-әмгәк қилинсун; лекин йәттинчи күни «хас шабат күни», муқәддәс сорунлар күни болиду; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Қәйәрдила турсаңлар бу күн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болиду).
4Силәр бекитилгән күнлири муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған, Пәрвәрдигарниң һейтлири мана мунулардур: —
5Биринчи айниң он төртинчи күни гугумда Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш һейти» болиду.
6Шу айниң он бәшинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «петир нан» һейти болиду; силәр йәттә күнгичә петир нан йәйсиләр.
7Биринчи күнидә силәр муқәддәс жиғилиш қилип, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
8Силәр йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқларни сунуп туруңлар. Йәттинчи күнидә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.