Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 19

Лавийлар 19:9-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Силәр зиминиңлардики һосулни жиғсаңлар, сән етизиңниң булуң-пушқақлириғичә тамам жиғивалма вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин.
10Үзүм таллириңни пасаңдиватма вә үзүм таллиридин чүшкән үзүмләрниму теривалма, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11Силәр оғрилиқ қилмаңлар, алдамчилиқ қилмаңлар, бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар.
12Мениң намим билән ялған қәсәм ичмәңлар, ундақ қилсаң Худайиңниң намини булғайсән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
13Өз хошнаңға зулум қилма, униңкини өзүңниң қиливалма. Мәдикарниң һәққини кечичә йениңда қондуруп қалма.
14Гас кишини тиллима, кор кишиниң алдида путлишаңғу нәрсини қойма; бәлки өз Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
15Һөкүм қилғиниңларда һеч наһәқлиқ қилмаңлар; намратқиму ян басмай, байғиму йүз-хатирә қилмай, бәлки адиллиқ билән өз хошнаң үстидин тоғра һөкүм қилғин.
16Өз хәлқиңниң арисида гәп тошуғучи болуп жүрмә; хошнаңниң җениға һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмә. Мән Пәрвәрдигардурмән.

Read Лавийлар 19Лавийлар 19
Compare Лавийлар 19:9-16Лавийлар 19:9-16