Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 19

Лавийлар 19:21-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
21Әр киши болса өзиниң итаәтсизлик қурбанлиғини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрсун; итаәтсизлик қурбанлиғи бир қочқар болсун.
22Каһин у итаәтсизлик қурбанлиғи үчүн кәлтүргән қочқарни елип униң садир қилған гунайи үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду; униң қилған гунайи униңдин кәчүрүлиду.
23Силәр зиминға кирип һәр хил йәйдиған мевилик дәрәқләрни тиккән болсаңлар, мевилирини «хәтнисиз» дәп қараңлар; үч жилғичә буни «хәтнисиз» дәп қарап униңдин йемәңлар.
24Төртинчи жили уларниң һәммә мевилири Пәрвәрдигарға мәдһийә сүпитидә муқәддәс қилип беғишлансун.
25Андин бәшинчи жилдин тартип силәр уларниң мевилиридин йейишкә башлаңлар. Шундақ қилсаңлар зимин мәһсулатлирини силәргә зиядә қилиду. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
26Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар. Нә палчилиқ нә җадугәрлик қилмаңлар.
27Силәр бешиңларниң чекә-чөрисидики чачни чүшүрүп дүгиләк қиливалмаңлар, сақалниң уч-янлирини бузмаңлар.
28Силәр өлгәнләр үчүн бәдиниңларни зәхим йәткүзүп тилмаңлар, өзүңларға һеч қандақ гүл-сүрәт чәкмәңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
29Сән қизиңни бузуқлуқ-паһишиликкә селип напак қилмиғин. Болмиса, зиминдикиләр бузуқлуқ-паһишиликкә берилип, пүткүл зиминни әйш-ишрәт қаплап кетиду.
30Силәр Мениң шабат күнлиримни тутуңлар, Мениң муқәддәс җайимни һөрмәтләңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
31Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә таянмаңлар, уларниң кәйнидин жүрүп өзүңларни напак қилмаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
32Ақ баш кишиниң алдида орнуңдин тур, қериларни һөрмәт қилғин; Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
33Бир мусапир зиминда араңларда туруватқан болса силәр униңға зулум қилмаңлар,

Read Лавийлар 19Лавийлар 19
Compare Лавийлар 19:21-33Лавийлар 19:21-33