Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 17

Лавийлар 17:5-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Бу һөкүмниң мәхсити Исраилларниң һазирқидәк далада мал союп қурбанлиқ қилишниң орниға, қурбанлиқлирини җамаәт чедириниң кириш ағзида Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшуруп Пәрвәрдигарға «енақлиқ қурбанлиқлири» сүпитидә сунуп боғузлиши үчүндур.
6Каһин қанни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йенидики Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң үстигә сепип, Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүш үчүн майни көйдүрсун.
7Шуниң билән улар әнди бурунқидәк бузуқлуқ қилип текә-җинларниң кәйнидә жүрүп, уларға өз қурбанлиқлирини өткүзүп жүрмисун. Мана бу улар үчүн дәвирдин-дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
8Сән уларға: — Исраилниң җәмәтидин яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлардин бири көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ өткүзмәкчи болса,
9уни Пәрвәрдигарға атап сунуш үчүн җамаәт чедириға кириш ағзиниң алдиға кәлтүрмисә, у киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлансун» — дегин.
10Әгәр Исраилниң җәмәтидин болған һәр қандақ адәм яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлар қан йесә, Мән йүзүмни қанни йегән шу кишигә қарши қилимән, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
11Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду.

Read Лавийлар 17Лавийлар 17
Compare Лавийлар 17:5-11Лавийлар 17:5-11