7Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
8Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар; Қизлар санақсиз;
9Бирақ мениң пахтиким, ғубарсизим болса бирдин-бирдур; Анисидин туғулғанлар ичидә тәңдашсиз болғучи, Өзини туққучиниң таллиғинидур. Қизлар уни көрүп, уни бәхитлик дәп аташти, Ханишлар вә кенизәкләрму көрүп уни махташти».
10«Таң сәһәр җаһанға қариғандәк, Айдәк гөзәл, айдиңдәк рошән, Иллиқ қуяштәк йоруқ, Туғларни көтәргән қошунлардәк һәйвәтлик болғучи кимдур?»
11«Меғизлар беғиға чүштүм, Җилғидики гүл-гияларни көрүшкә, Үзүм телиниң бихлиған-бихлимиғанлиғини көрүшкә, Анарларниң чечәклигән-чечәклимигәнлигини көрүшкә;