Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Коринтлиқларға «2»

Коринтлиқларға «2» 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Чүнки муқәддәс бәндиләрниң бу ярдәм хизмити тоғрилиқ силәргә йәнә йезишимниң һаҗити йоқ.
2Чүнки мән силәрниң бу ишқа қаттиқ бәл бағлиғиниңларни билимән; мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп Македонийәдики қериндашларға пәхирлинип махтап кәлмәктимән, шуниң билән силәрниң қизғинлиғиңлар уларниң көпинчисиниң хәйр-сәдиқә беришигә түрткә болди.
3Лекин қериндашларни әвәтиштики мәхситим силәрниң тоғраңларда пәхирлинип махтишимниң бу ишларда беһудә иш болуп қалмаслиғи, силәрниң дегинимдәк тәйяр болуп турушуңлар үчүндур.
4Мабада Македонийәдикиләр мән билән биллә барғинида, силәр тәйярлиқсиз болсаңлар, бу ишәшимиз вәҗидин биз хиҗаләткә қалдурулимиз, силәр сөзсиз шундақ болисиләр.
5Шу сәвәптин мән қериндашлардин йениңларға берип силәрдин бу вәдә қилған хәйрлик ишни алдин-ала тәйярлап пүттүрүшини өтүнүшни зөрүр дәп һесаплидим; шундақла бу силәрдин бирәр нәрсә үндүривелиш болмисун, бәлки меһриванлиғиңлардин болсун.
6Амма буни әсләңлар: Бехиллиқ билән аз териған аз алиду, очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду.  
7Һәр адәм һеч қийнилип қалмай яки мәҗбурән әмәс, бәлки өз көңлидә пүккиничә бәрсун; чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.
8Амма Худа һәр бир илтипат-шапаәтни силәргә ешип таштурушқа қадирдур; шуниң билән силәр һәрдайим һәртәрәптә һәр еһтияҗқа тәйяр қувәтлинисиләр, кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду.
9Муқәддәс язмиларда пүтүлгинидәк: — «У өзиниңкини тарқатқан, У йоқсулларға сәдиқә бәргән; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду».  
10Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду, һәққанийлиғиңларниң һосул-мевилирини көпәйтиду.
11Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду;
12чүнки бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш пәқәт муқәддәс бәндиләрниң һаҗәтлирини қандурупла қалмай, көп кишиләрниң Худаға йәткүзгән тәшәккүрлирини ешип таштуриду.
13Бу ярдәм хизмити өзлириңларниң Мәсиһниң хуш хәвирини етирап қилишиңлардики мевә болған итаәтмәнлигиңларға дәлил-испат болиду, шундақла силәрниң мошу һаҗәтмән бәндиләргә, шундақла барлиқ адәмләргә көрсәткән очуқ қоллуқ сехийлиғиңлардин улар Худани улуқлайду.
14Вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду.
15Униң тил билән ипадилигүсиз әҗайип соғиси үчүн Худаға тәшәккүр болғай!