Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Коринтлиқларға «2»

Коринтлиқларға «2» 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Амма, и қериндашлар, биз силәргә Худаниң Македонийәдики җамаәтләргә беғишлиған меһри-шәпқитини аян қилмақчимиз;
2улар зор еғир җапа-мушәққәттә синалғинида, қаттиқ намрат әһвалда ешип ташқан шатлиғи билән уларниң очуқ қоллуғиниң байлиғи урғуп чиқти;
3чүнки уларниң күчиниң баричә, һәтта күчидин артуқ хәйр-сахавәт қилғанлиғиға өзүм гува. Улар ихтияри билән шундақ қилип,
4биздин муқәддәс бәндиләргә шу ярдәмдә болушниң бәхитигә вә шериклигигә муйәссәр болушни қаттиқ өтүнди;
5шундақ қилип, улар күткинимиздәк әмәс, үмүт қилғинимиздин ешип өзлирини авал Рәбгә, андин Худаниң ирадиси билән бизгиму беғишлиди;
6шуңа, Титус силәрдә бу меһриванлиқни башлиған екән, биз Титустин силәрни буниңға несипдаш қилип уни ада қилишқа өтүндуқ.
7Амма силәр һәр тәрәптә, йәни ишәштә, сөздә, билимдә, толуқ әстайидиллиқта һәм бизгә болған меһир-муһәббитиңларда әвзәл болғиниңлардәк, мошу меһирлик иштиму өзүңларни әвзәл көрситиңлар.
8Мән бу гәп билән силәргә буйруқ қилмақчи әмәсмән, бәлки башқиларниң қизғинлиғи арқилиқ муһәббитиңларниң һәқиқийлигини испатлимақчимән.
9Чүнки силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитини билисиләр — гәрчә у бай болсиму, силәрни дәп йоқсул болдики, силәр униң йоқсуллуғи арқилиқ бейитилисиләр.
10Мән бу тоғрилиқ пикримни оттуриға қойимән — бу силәргә пайдилиқ, чүнки силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар.
11Әнди һазир уни ада қилиңлар; қизғин ирадә бағлиғиниңлардәк, бар дунияйиңлар билән шу ишқа әмәл қилиңлар.
12Чүнки хәйр-сахавәткә бәл бағлиғучиға нисбәтән, соғиниң Худаға яриғидәк болуши қолида йоққа әмәс, бәлки қолида бариға бағлиқтур.
13Чүнки бу башқиларниң жүкини йениклитимән дәп, өзүңларни қийнаңлар дегиним әмәс,
14бәлки силәрдә артуқ болғини һазирчә уларниң кам йерини толдурғинидәк, күнләрниң биридә уларда артуқ болғини силәрниң кам йериңларни толдуриду; шуниң билән тәңлишиду.
15Худди муқәддәс язмиларда: «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» дәп йезилғандәк болғай.  
16Амма Титусниң қәлбигә силәргә болған көйүмүмгә охшаш көйүмни салған Худаға тәшәккүрләр болғай;
17чүнки у дәрһәқиқәт бизниң илтимасимизни қобул қилғини билән, өзиниң силәргә күчлүк көйүми болғачқа, у өзлүгидин йениңларға барди;
18амма биз униңға барлиқ җамаәтләр арисида хуш хәвәр хизмитидә тәрипләнгән қериндашни һәмраһ қилип әвәттуқ;

19шуниңдәк у пәқәт шу тәрәптила әмәс, бәлки җамаәтләр тәрипидин бу хәйрлик ишта бизгә һәмсәпәр болушқа талливелинған еди. Әнди биз бу хәйр-сахавәтни болса, Рәбниң шан-шәривини һәм ярдәмдики қизғинлиғимизни көрситиш үчүн уни йәткүзүш хизмитидә болимиз;
20шундақ қилип биз бу мол соғини мәсул болуп йәткүзүштә һәр қандақ адәмниң бизниң үстимиздин төһмәт қилмаслиғи үчүн еһтият қилимиз.
21Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз.   
22Биз йәнә улар билән биллә көп ишларда интайин әстайидиллиғи нурғун қетим испатланған қериндашни әвәтмәкчимиз; һазир униң силәргә бағлиған зор ишәши түпәйлидин униң интайин әстайидиллиғи техиму күчлүк болди.
23Титус тоғрилиқ соаллар болса у мениң һәмраһим вә хизмитиңларда болған һәмкаримдур; башқа икки қериндишимиз болса, улар җамаәтләрниң әлчилири, Мәсиһниң шан-шәривидур.
24Шуңа, җамаәтләрниң көз алдида муһәббитиңларниң испатини, шундақла бизниң силәрдин пәхирлинишлиримизниң бекар әмәслигини уларға көрситиңлар.