1Биз йәнә өзимизни тәвсийә қилғили туруватамдуқ? Яки башқа бәзиләргә керәк болғандәк, силәргә йезилған яки силәр язған тәвсийинамиләр бизгә керәкму?
2Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған.
3Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар аян болди (бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур).
4Әнди бизниң Мәсиһ арқилиқ Худаға қарайдиған шунчә зор ишәшимиз бар;
5өзимизни бирәрнәрсини қилғидәк иқтидаримиз бар дәп чағлиғинимиз йоқтур; иқтидарлиғимиз болса бәлки Худадиндур.
6У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған. Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду.
7Амма сөз-җүмлиләр билән ташларға оюлған, өлүм кәлтүридиған хизмәт шан-шәрәп билән болған вә шундақла Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қариялмиған йәрдә (гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму),
8Роһ билән жүргүзүлидиған хизмәт техиму шан-шәрәплик болмамду?
9Чүнки адәмниң гунайини бекитидиған хизмәт шәрәплик болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған хизмәтниң шәриви техиму ешип ташмамду!?
10Чүнки әслидә шан-шәрәплик болған ишниң һазирқи ғайәт зор шан-шәрәплик ишниң алдида һеч қандақ шан-шәрәпликлиги йоқтур;
11чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә, һазир орнини басқан иш техиму шан-шәрәплик болиду.
12Биздә шунчә зор шундақ бир үмүт болған екән, биз толиму жүрәклик болимиз.
13Биз Исраилларни әмәлдин қалдурулидиған әһдиниң парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп йүзигә чүмпәрдә тартивалған Мусаға охшимаймиз.
14Амма уларниң ой-көңүллири қадақлашқан еди; чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди; чүнки пәқәт Мәсиһдә болғандила у елип ташливетилиду.
15Амма бүгүнгә қәдәр, Мусаниң язмилири оқулғинида шу чүмпәрдә йәнила қәлбини йепивалмақта.
16Амма һәр ким Рәбгә қарап бурулса, чүмпәрдә елип ташлиниду.
17Амма Рәб шу Роһтур; вә Рәбниң Роһи қәйәрдә болса, шу йәрдә һөрлүк болиду.
18Вә биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз.