4 Худа қорғанлирида туриду, Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
5 Мана, падишаһлар жиғилди, Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
6 Шәһәрни көрүпла улар алақзадә болди; Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
7 У йәрдә уларни титрәк басти, Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
8 Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
9 Қулиқимиз аңлиғанни, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә, Худайимизниң шәһиридә, Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ; Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду. Селаһ.