Text copied!
Bibles in Uighur

يەشۇئا 24:5-26 in Uighur

Help us?

يەشۇئا 24:5-26 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

5 كېيىنرەك مەن مۇسا بىلەن ھارۇننى ئەۋەتىپ، مىسىرلىقلار ئارىسىدا ئەمەللىرىم بىلەن ئۇلارغا دەھشەتلىك ۋابالارنى چۈشۈردۇم؛ ئاندىن سىلەرنى شۇ يەردىن ئېلىپ چىقتىم.
6 مەن بۇ تەرىقىدە ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىڭلارنى مىسىردىن ئېلىپ چىقىپ، ئۇلار قىزىل دېڭىزغا يېتىپ كەلگىنىدە، مىسىرلىقلار جەڭ ھارۋىلىرى ۋە ئاتلىق ئەسكەرلىرى بىلەن ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىڭلارنى قوغلاپ دېڭىزغىچە كەلدى.   
7 ئىسرائىللار شۇئان پەرۋەردىگارغا نىدا قىلىۋىدى، ئۇ سىلەر بىلەن مىسىرلىقلارنىڭ ئارىسىغا تۇم قاراڭغۇلۇق چۈشۈردى؛ ئاندىن دېڭىزنى ئۇلارنىڭ ئۈستىگە باستۇرۇپ ياپتى. سىلەر ئۆز كۆزلىرىڭلار بىلەن مېنىڭ مىسىردا نېمە قىلغىنىمنى كۆردۈڭلار؛ ئاندىن سىلەر ئۇزۇن ۋاقىتقىچە چۆلدە تۇردۇڭلار.
8 كېيىنرەك مەن سىلەرنى ئىئوردان دەرياسىنىڭ ئۇ تەرىپىدە تۇرغان ئامورىيلارنىڭ زېمىنىغا باشلاپ كەلدىم؛ ئۇلار سىلەر بىلەن سوقۇشقاندا مەن ئۇلارنى قولۇڭلارغا بېرىپ، سىلەر ئۇلارنىڭ زېمىنىنى ئىگىلىدىڭلار. مەن ئۇلارنى ئالدىڭلاردىن يوقىتىۋەتتىم.
9 ئۇ ۋاقىتتا موئابنىڭ پادىشاھى، زىپپورنىڭ ئوغلى بالاق قوپۇپ، ئىسرائىل بىلەن جەڭگە چۈشتى ۋە سىلەرنى قارغاش ئۈچۈن بېئورنىڭ ئوغلى بالائامنى چاقىرىپ كەلدى؛
10 لېكىن مەن بالائامنىڭ سۆزىگە قۇلاق سالمىدىم؛ شۇنىڭ بىلەن ئۇ سىلەرگە قايتا‫‪‎-‎‬‬قايتا بەخت‫‪‎-‎‬‬بەرىكەت تىلىدى ۋە مەن سىلەرنى بالاقنىڭ قولىدىن قۇتقۇزدۇم.
11 كېيىنرەك سىلەر ئىئوردان دەرياسىدىن ئۆتۈپ يېرىخوغا بارغاندا يېرىخونىڭ ئادەملىرى ئامورىيلار، پەرىززىيلەر، قانائانىيلار، ھىتتىيلار، گىرگاشىيلار، ھىۋىيلار ۋە يەبۇسىيلار سىلەر بىلەن ئۇرۇشقا قوپقىنى بىلەن مەن ئۇلارنى قولۇڭلارغا تاپشۇرۇپ بەردىم؛
12 مەن ئالدىڭلارغا سېرىق ھەرىنى ئەۋەتتىم، سېرىق ھەرە ئامورىيلارنىڭ ئىككىلا پادىشاھىنى ھەيدىۋەتكەندەك ئۇلارنىمۇ ھەيدىۋەتتى؛ بۇ ئىش سىلەرنىڭ قىلىچىڭلار ياكى ئوقيايىڭلار بىلەن بولمىدى.   
13 مەن سىلەرگە ئۆز قولۇڭلار بىلەن ئەمگەك سىڭدۈرمىگەن بىر زېمىننى، ئۆزۈڭلار ياسىمىغان شەھەرلەرنى بەردىم، ۋە سىلەر شۇلاردا ماكان قىلدىڭلار؛ ئۆزۈڭلار تىكمىگەن ئۈزۈمزارلىقلار بىلەن زەيتۇنزارلىقلاردىن مېۋىلىرىنى يەۋاتىسىلەر» دەيدۇ، ــ دېدى.
14 ــ شۇڭا ئەمدى سىلەر پەرۋەردىگاردىن قورقۇپ ئىخلاسمەنلىك ۋە ھەقىقەت ئىچىدە ئۇنىڭ ئىبادىتىدە بولۇڭلار؛ ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىڭلار دەريانىڭ ئۇ تەرىپىدە ۋە مىسىردا چوقۇنغان ئىلاھلارنى تاشلاپ، پەقەت پەرۋەردىگارنىڭ قۇللۇقىدا بولۇڭلار.
15 لېكىن ئەگەر پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادىتى سىلەرگە يامان كۆرۈنسە، كىمگە ئىبادەت قىلىدىغىنىڭلارنى تاللىۋېلىڭلار ــ مەيلى ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىڭلار دەريانىڭ ئۇ تەرىپىدە تۇرغاندا چوقۇنغان ئىلاھلار بولسۇن ياكى سىلەر تۇرۇۋاتقان زېمىندىكى ئامورىيلارنىڭ ئىلاھلىرى بولسۇن، ئۇلارنى تاللاڭلار؛ لېكىن مەن بىلەن ئۆيۈمدىكىلەر بولساق پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادىتىدە بولىمىز، ــ دېدى.
16 خەلق جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگارنى تەرك ئېتىپ باشقا ئىلاھلارنىڭ ئىبادىتىدە بولۇش بىزدىن نېرى بولسۇن!
17 چۈنكى بىز بىلەن ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىمىزنى «قۇللۇق ماكانى» بولغان مىسىر زېمىنىدىن چىقىرىپ، كۆزىمىزنىڭ ئالدىدا بۇ چوڭ مۆجىزىلىك ئالامەتلەرنى كۆرسىتىپ، قايسى يولدا ماڭمايلى، قايسى خەلقنىڭ ئارىسىدىن ئۆتمەيلى، بىزنى ساقلىغۇچى پەرۋەردىگار خۇدايىمىز ئۆزىدۇر!
18 پەرۋەردىگار بۇ زېمىندا تۇرغان بارلىق تائىپىلەرنى، جۈملىدىن ئامورىيلارنى ئالدىمىزدىن قوغلىۋەتتى؛ شۇڭا بىزمۇ پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادىتىدە بولىمىز؛ چۈنكى ئۇ بىزنىڭ تەڭرىمىزدۇر! ــ دېدى.
19 يەشۇئا خەلققە‫‪:‬‬ ــ سىلەر پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادىتىدە بولالمايسىلەر، چۈنكى ئۇ مۇقەددەس بىر خۇدادۇر؛ ئۇ ۋاپاسىزلىققا ھەسەت قىلغۇچى بىر تەڭرى بولغاچقا، ئىتائەتسىزلىكلىرىڭلار بىلەن گۇناھلىرىڭلارنى كەچۈرەلمەيدۇ.
20 ئەگەر سىلەر پەرۋەردىگارنى تاشلاپ، يات ئىلاھلارغا چوقۇنغان بولساڭلار ئۇمۇ سىلەردىن يۈز ئۆرۈپ، سىلەرگە ياخشىلىق قىلىپ كەلگەننىڭ ئورنىدا سىلەرگە بالا كەلتۈرۈپ يوقىتىدۇ، ــ دېدى.
21 لېكىن خەلق يەشۇئاغا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ ھەرگىز ئۇنداق بولمايدۇ! بىز پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادىتىدە بولىمىز، ــ دېدى.
22 بۇنى ئاڭلاپ يەشۇئا خەلققە‫‪:‬‬ ــ ئۆزۈڭلارنىڭ پەرۋەردىگارنى، ئۇنىڭ ئىبادىتىدە بولۇشنى تاللىغانلىقىڭلارغا ئۆز‫‪‎-‎‬‬ئۆزۈڭلارغا گۇۋاھچى بولدۇڭلار، دېۋىدى، ئۇلار‫‪:‬‬ ــ ئۆزىمىز گۇۋاھ! ــ دەپ جاۋاب بېرىشتى.
23 ئۇ‫‪:‬‬ ــ ئۇنداق بولسا ئەمدى ئاراڭلاردىكى يات ئىلاھلارنى چىقىرىپ تاشلىۋېتىپ، كۆڭلۈڭلارنى ئىسرائىلنىڭ خۇداسى پەرۋەردىگارغا ئىنتىلىدىغان قىلىڭلار، دېدى.
24 خەلق يەشۇئاغا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ بىز پەرۋەردىگار خۇدايىمىزنىڭ ئىبادىتىدە بولۇپ، ئۇنىڭ ئاۋازىغىلا قۇلاق سالىدىغان بولىمىز، دېدى.
25 شۇنىڭ بىلەن يەشۇئا ئۇ كۈنى خەلق بىلەن ئەھدە باغلىشىپ، شەكەمدە ئۇلار ئۈچۈن ھۆكۈم‫‪‎-‎‬‬بەلگىلىمىلەرنى توختىتىپ بەردى.
26 ئاندىن يەشۇئا بۇ ھەممە سۆزلەرنى پەرۋەردىگارنىڭ قانۇن كىتابىغا پۈتۈپ، يوغان بىر تاشنى ئېلىپ كېلىپ، ئۇنى پەرۋەردىگارنىڭ مۇقەددەس جايىنىڭ يېنىدىكى دۇب دەرىخىنىڭ ئاستىغا تىكلەپ قويدى.
يەشۇئا 24 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Йәшуа 24:5-26 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

5 Кейинрәк Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирлиқлар арисида әмәллирим билән уларға дәһшәтлик вабаларни чүшүрдум; андин силәрни шу йәрдин елип чиқтим.
6 Мән бу тәриқидә ата-бовилириңларни Мисирдин елип чиқип, улар Қизил Деңизға йетип кәлгинидә, мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири билән ата-бовилириңларни қоғлап деңизғичә кәлди.   
7 Исраиллар шуан Пәрвәрдигарға нида қиливиди, У силәр билән Мисирлиқларниң арисиға тум қараңғулуқ чүшүрди; андин деңизни уларниң үстигә бастуруп япти. Силәр Өз көзлириңлар билән Мениң Мисирда немә қилғинимни көрдүңлар; андин силәр узун вақитқичә чөлдә турдуңлар.
8 Кейинрәк Мән силәрни Иордан дәриясиниң у тәрипидә турған Аморийларниң зиминиға башлап кәлдим; улар силәр билән соқушқанда мән уларни қолуңларға берип, силәр уларниң зиминини егилидиңлар. Мән уларни алдиңлардин йоқитивәттим.
9 У вақитта Моабниң падишаһи, Зиппорниң оғли Балақ қопуп, Исраил билән җәңгә чүшти вә силәрни қарғаш үчүн Беорниң оғли Балаамни чақирип кәлди;
10 лекин Мән Балаамниң сөзигә қулақ салмидим; шуниң билән у силәргә қайта-қайта бәхит-бәрикәт тилиди вә Мән силәрни Балақниң қолидин қутқуздум.
11 Кейинрәк силәр Иордан дәриясидин өтүп Йерихоға барғанда Йерихониң адәмлири Аморийлар, Пәриззийләр, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Гиргашийлар, Һивийлар вә Йәбусийлар силәр билән урушқа қопқини билән Мән уларни қолуңларға тапшуруп бәрдим;
12 Мән алдиңларға сериқ һәрини әвәттим, сериқ һәрә Аморийларниң иккила падишаһини һайдивәткәндәк уларниму һайдивәтти; бу иш силәрниң қиличиңлар яки оқяйиңлар билән болмиди.   
13 Мән силәргә өз қолуңлар билән әмгәк сиңдүрмигән бир зиминни, өзүңлар ясимиған шәһәрләрни бәрдим, вә силәр шуларда макан қилдиңлар; өзүңлар тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтунзарлиқлардин мевилирини йәватисиләр» дәйду, — деди.
14 — Шуңа әнди силәр Пәрвәрдигардин қорқуп ихласмәнлик вә һәқиқәт ичидә униң ибадитидә болуңлар; ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни ташлап, пәқәт Пәрвәрдигарниң қуллуғида болуңлар.
15 Лекин әгәр Пәрвәрдигарниң ибадити силәргә яман көрүнсә, кимгә ибадәт қилидиғиниңларни талливелиңлар — мәйли ата-бовилириңлар дәрияниң у тәрипидә турғанда чоқунған илаһлар болсун яки силәр туруватқан зиминдики Аморийларниң илаһлири болсун, уларни таллаңлар; лекин мән билән өйүмдикиләр болсақ Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
16 Хәлиқ җавап берип: — Пәрвәрдигарни тәрк етип башқа илаһларниң ибадитидә болуш биздин нери болсун!
17 Чүнки биз билән ата-бовилиримизни «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип, көзимизниң алдида бу чоң мөҗизилик аламәтләрни көрситип, қайси йолда маңмайли, қайси хәлиқниң арисидин өтмәйли, бизни сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиз Өзидур!
18 Пәрвәрдигар бу зиминда турған барлиқ таипиләрни, җүмлидин Аморийларни алдимиздин қоғливәтти; шуңа бизму Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз; чүнки У бизниң Тәңримиздур! — деди.
19 Йәшуа хәлиққә: — Силәр Пәрвәрдигарниң ибадитидә болалмайсиләр, чүнки У муқәддәс бир Худадур; У вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Тәңри болғачқа, итаәтсизликлириңлар билән гуналириңларни кәчүрәлмәйду.
20 Әгәр силәр Пәрвәрдигарни ташлап, ят илаһларға чоқунған болсаңлар Уму силәрдин йүз өрүп, силәргә яхшилиқ қилип кәлгәнниң орнида силәргә бала кәлтүрүп йоқитиду, — деди.
21 Лекин хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Һәргиз ундақ болмайду! Биз Пәрвәрдигарниң ибадитидә болимиз, — деди.
22 Буни аңлап Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларниң Пәрвәрдигарни, Униң ибадитидә болушни таллиғанлиғиңларға өз-өзүңларға гувачи болдуңлар, девиди, улар: — Өзимиз гува! — дәп җавап беришти.
23 У: — Ундақ болса әнди араңлардики ят илаһларни чиқирип ташливетип, көңлүңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға интилидиған қилиңлар, деди.
24 Хәлиқ Йәшуаға җавап берип: — Биз Пәрвәрдигар Худайимизниң ибадитидә болуп, униң авазиғила қулақ салидиған болимиз, деди.
25 Шуниң билән Йәшуа у күни хәлиқ билән әһдә бағлишип, Шәкәмдә улар үчүн һөкүм-бәлгүлимиләрни тохтитип бәрди.
26 Андин Йәшуа бу һәммә сөзләрни Пәрвәрдигарниң қанун китавиға пүтүп, йоған бир ташни елип келип, уни Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайиниң йенидики дуб дәриғиниң астиға тикләп қойди.
Йәшуа 24 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Yeshua 24:5-26 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

5 Kéyinrek Men Musa bilen Harunni ewetip, Misirliqlar arisida emellirim bilen ulargha dehshetlik wabalarni chüshürdum; andin silerni shu yerdin élip chiqtim.
6 Men bu teriqide ata-bowiliringlarni Misirdin élip chiqip, ular Qizil Déngizgha yétip kelginide, misirliqlar jeng harwiliri we atliq eskerliri bilen ata-bowiliringlarni qoghlap déngizghiche keldi.   
7 Israillar shuan Perwerdigargha nida qiliwidi, U siler bilen Misirliqlarning arisigha tum qarangghuluq chüshürdi; andin déngizni ularning üstige basturup yapti. Siler Öz közliringlar bilen Méning Misirda néme qilghinimni kördünglar; andin siler uzun waqitqiche chölde turdunglar.
8 Kéyinrek Men silerni Iordan deryasining u teripide turghan Amoriylarning zéminigha bashlap keldim; ular siler bilen soqushqanda men ularni qolunglargha bérip, siler ularning zéminini igilidinglar. Men ularni aldinglardin yoqitiwettim.
9 U waqitta Moabning padishahi, Zipporning oghli Balaq qopup, Israil bilen jengge chüshti we silerni qarghash üchün Béorning oghli Balaamni chaqirip keldi;
10 lékin Men Balaamning sözige qulaq salmidim; shuning bilen u silerge qayta-qayta bext-beriket tilidi we Men silerni Balaqning qolidin qutquzdum.
11 Kéyinrek siler Iordan deryasidin ötüp Yérixogha barghanda Yérixoning ademliri Amoriylar, Perizziyler, Qanaaniylar, Hittiylar, Girgashiylar, Hiwiylar we Yebusiylar siler bilen urushqa qopqini bilen Men ularni qolunglargha tapshurup berdim;
12 Men aldinglargha sériq herini ewettim, sériq here Amoriylarning ikkila padishahini heydiwetkendek ularnimu heydiwetti; bu ish silerning qilichinglar yaki oqyayinglar bilen bolmidi.   
13 Men silerge öz qolunglar bilen emgek singdürmigen bir zéminni, özünglar yasimighan sheherlerni berdim, we siler shularda makan qildinglar; özünglar tikmigen üzümzarliqlar bilen zeytunzarliqlardin méwilirini yewatisiler» deydu, — dédi.
14 — Shunga emdi siler Perwerdigardin qorqup ixlasmenlik we heqiqet ichide uning ibaditide bolunglar; ata-bowiliringlar deryaning u teripide we Misirda choqun'ghan ilahlarni tashlap, peqet Perwerdigarning qulluqida bolunglar.
15 Lékin eger Perwerdigarning ibaditi silerge yaman körünse, kimge ibadet qilidighininglarni talliwélinglar — meyli ata-bowiliringlar deryaning u teripide turghanda choqun'ghan ilahlar bolsun yaki siler turuwatqan zémindiki Amoriylarning ilahliri bolsun, ularni tallanglar; lékin men bilen öyümdikiler bolsaq Perwerdigarning ibaditide bolimiz, — dédi.
16 Xelq jawab bérip: — Perwerdigarni terk étip bashqa ilahlarning ibaditide bolush bizdin néri bolsun!
17 Chünki biz bilen ata-bowilirimizni «qulluq makani» bolghan Misir zéminidin chiqirip, közimizning aldida bu chong möjizilik alametlerni körsitip, qaysi yolda mangmayli, qaysi xelqning arisidin ötmeyli, bizni saqlighuchi Perwerdigar Xudayimiz Özidur!
18 Perwerdigar bu zéminda turghan barliq taipilerni, jümlidin Amoriylarni aldimizdin qoghliwetti; shunga bizmu Perwerdigarning ibaditide bolimiz; chünki U bizning Tengrimizdur! — dédi.
19 Yeshua xelqqe: — Siler Perwerdigarning ibaditide bolalmaysiler, chünki U muqeddes bir Xudadur; U wapasizliqqa heset qilghuchi bir Tengri bolghachqa, itaetsizlikliringlar bilen gunahliringlarni kechürelmeydu.
20 Eger siler Perwerdigarni tashlap, yat ilahlargha choqun'ghan bolsanglar Umu silerdin yüz örüp, silerge yaxshiliq qilip kelgenning ornida silerge bala keltürüp yoqitidu, — dédi.
21 Lékin xelq Yeshuagha jawab bérip: — Hergiz undaq bolmaydu! Biz Perwerdigarning ibaditide bolimiz, — dédi.
22 Buni anglap Yeshua xelqqe: — Özünglarning Perwerdigarni, Uning ibaditide bolushni tallighanliqinglargha öz-özünglargha guwahchi boldunglar, déwidi, ular: — Özimiz guwah! — dep jawab bérishti.
23 U: — Undaq bolsa emdi aranglardiki yat ilahlarni chiqirip tashliwétip, könglünglarni Israilning Xudasi Perwerdigargha intilidighan qilinglar, dédi.
24 Xelq Yeshuagha jawab bérip: — Biz Perwerdigar Xudayimizning ibaditide bolup, uning awazighila qulaq salidighan bolimiz, dédi.
25 Shuning bilen Yeshua u küni xelq bilen ehde baghliship, Shekemde ular üchün höküm-belgilimilerni toxtitip berdi.
26 Andin Yeshua bu hemme sözlerni Perwerdigarning qanun kitabigha pütüp, yoghan bir tashni élip kélip, uni Perwerdigarning muqeddes jayining yénidiki dub derixining astigha tiklep qoydi.
Yeshua 24 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Yǝxua 24:5-26 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

5 Keyinrǝk Mǝn Musa bilǝn Ⱨarunni ǝwǝtip, Misirliⱪlar arisida ǝmǝllirim bilǝn ularƣa dǝⱨxǝtlik wabalarni qüxürdum; andin silǝrni xu yǝrdin elip qiⱪtim.
6 Mǝn bu tǝriⱪidǝ ata-bowiliringlarni Misirdin elip qiⱪip, ular Ⱪizil Dengizƣa yetip kǝlginidǝ, misirliⱪlar jǝng ⱨarwiliri wǝ atliⱪ ǝskǝrliri bilǝn ata-bowiliringlarni ⱪoƣlap dengizƣiqǝ kǝldi.   
7 Israillar xuan Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪiliwidi, U silǝr bilǝn Misirliⱪlarning arisiƣa tum ⱪarangƣuluⱪ qüxürdi; andin dengizni ularning üstigǝ basturup yapti. Silǝr Ɵz kɵzliringlar bilǝn Mening Misirda nemǝ ⱪilƣinimni kɵrdünglar; andin silǝr uzun waⱪitⱪiqǝ qɵldǝ turdunglar.
8 Keyinrǝk Mǝn silǝrni Iordan dǝryasining u tǝripidǝ turƣan Amoriylarning zeminiƣa baxlap kǝldim; ular silǝr bilǝn soⱪuxⱪanda mǝn ularni ⱪolunglarƣa berip, silǝr ularning zeminini igilidinglar. Mǝn ularni aldinglardin yoⱪitiwǝttim.
9 U waⱪitta Moabning padixaⱨi, Zipporning oƣli Balaⱪ ⱪopup, Israil bilǝn jǝnggǝ qüxti wǝ silǝrni ⱪarƣax üqün Beorning oƣli Balaamni qaⱪirip kǝldi;
10 lekin Mǝn Balaamning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmidim; xuning bilǝn u silǝrgǝ ⱪayta-ⱪayta bǝht-bǝrikǝt tilidi wǝ Mǝn silǝrni Balaⱪning ⱪolidin ⱪutⱪuzdum.
11 Keyinrǝk silǝr Iordan dǝryasidin ɵtüp Yerihoƣa barƣanda Yerihoning adǝmliri Amoriylar, Pǝrizziylǝr, Ⱪanaaniylar, Ⱨittiylar, Girgaxiylar, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylar silǝr bilǝn uruxⱪa ⱪopⱪini bilǝn Mǝn ularni ⱪolunglarƣa tapxurup bǝrdim;
12 Mǝn aldinglarƣa seriⱪ ⱨǝrini ǝwǝttim, seriⱪ ⱨǝrǝ Amoriylarning ikkila padixaⱨini ⱨǝydiwǝtkǝndǝk ularnimu ⱨǝydiwǝtti; bu ix silǝrning ⱪiliqinglar yaki oⱪyayinglar bilǝn bolmidi.   
13 Mǝn silǝrgǝ ɵz ⱪolunglar bilǝn ǝmgǝk singdürmigǝn bir zeminni, ɵzünglar yasimiƣan xǝⱨǝrlǝrni bǝrdim, wǝ silǝr xularda makan ⱪildinglar; ɵzünglar tikmigǝn üzümzarliⱪlar bilǝn zǝytunzarliⱪlardin mewilirini yǝwatisilǝr» dǝydu, — dedi.
14 — Xunga ǝmdi silǝr Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪup ihlasmǝnlik wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt iqidǝ uning ibaditidǝ bolunglar; ata-bowiliringlar dǝryaning u tǝripidǝ wǝ Misirda qoⱪunƣan ilaⱨlarni taxlap, pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigarning ⱪulluⱪida bolunglar.
15 Lekin ǝgǝr Pǝrwǝrdigarning ibaditi silǝrgǝ yaman kɵrünsǝ, kimgǝ ibadǝt ⱪilidiƣininglarni talliwelinglar — mǝyli ata-bowiliringlar dǝryaning u tǝripidǝ turƣanda qoⱪunƣan ilaⱨlar bolsun yaki silǝr turuwatⱪan zemindiki Amoriylarning ilaⱨliri bolsun, ularni tallanglar; lekin mǝn bilǝn ɵyümdikilǝr bolsaⱪ Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolimiz, — dedi.
16 Hǝlⱪ jawab berip: — Pǝrwǝrdigarni tǝrk etip baxⱪa ilaⱨlarning ibaditidǝ bolux bizdin neri bolsun!
17 Qünki biz bilǝn ata-bowilirimizni «ⱪulluⱪ makani» bolƣan Misir zeminidin qiⱪirip, kɵzimizning aldida bu qong mɵjizilik alamǝtlǝrni kɵrsitip, ⱪaysi yolda mangmayli, ⱪaysi hǝlⱪning arisidin ɵtmǝyli, bizni saⱪliƣuqi Pǝrwǝrdigar Hudayimiz Ɵzidur!
18 Pǝrwǝrdigar bu zeminda turƣan barliⱪ taipilǝrni, jümlidin Amoriylarni aldimizdin ⱪoƣliwǝtti; xunga bizmu Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolimiz; qünki U bizning Tǝngrimizdur! — dedi.
19 Yǝxua hǝlⱪⱪǝ: — Silǝr Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolalmaysilǝr, qünki U muⱪǝddǝs bir Hudadur; U wapasizliⱪⱪa ⱨǝsǝt ⱪilƣuqi bir Tǝngri bolƣaqⱪa, itaǝtsizlikliringlar bilǝn gunaⱨliringlarni kǝqürǝlmǝydu.
20 Əgǝr silǝr Pǝrwǝrdigarni taxlap, yat ilaⱨlarƣa qoⱪunƣan bolsanglar Umu silǝrdin yüz ɵrüp, silǝrgǝ yahxiliⱪ ⱪilip kǝlgǝnning ornida silǝrgǝ bala kǝltürüp yoⱪitidu, — dedi.
21 Lekin hǝlⱪ Yǝxuaƣa jawab berip: — Ⱨǝrgiz undaⱪ bolmaydu! Biz Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolimiz, — dedi.
22 Buni anglap Yǝxua hǝlⱪⱪǝ: — Ɵzünglarning Pǝrwǝrdigarni, Uning ibaditidǝ boluxni talliƣanliⱪinglarƣa ɵz-ɵzünglarƣa guwaⱨqi boldunglar, dewidi, ular: — Ɵzimiz guwaⱨ! — dǝp jawab berixti.
23 U: — Undaⱪ bolsa ǝmdi aranglardiki yat ilaⱨlarni qiⱪirip taxliwetip, kɵnglünglarni Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa intilidiƣan ⱪilinglar, dedi.
24 Hǝlⱪ Yǝxuaƣa jawab berip: — Biz Pǝrwǝrdigar Hudayimizning ibaditidǝ bolup, uning awaziƣila ⱪulaⱪ salidiƣan bolimiz, dedi.
25 Xuning bilǝn Yǝxua u küni hǝlⱪ bilǝn ǝⱨdǝ baƣlixip, Xǝkǝmdǝ ular üqün ⱨɵküm-bǝlgilimilǝrni tohtitip bǝrdi.
26 Andin Yǝxua bu ⱨǝmmǝ sɵzlǝrni Pǝrwǝrdigarning ⱪanun kitabiƣa pütüp, yoƣan bir taxni elip kelip, uni Pǝrwǝrdigarning muⱪǝddǝs jayining yenidiki dub dǝrihining astiƣa tiklǝp ⱪoydi.
Yǝxua 24 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)