5 Худаға күйләр ейтиңлар, Униң намини нахша қилип яңритиңлар; Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар; Униң нами «Яһ»дур; Униң алдида шатлиниңлар.
6 Житимларға ата болғучи, Тул хотунларниң дәвасини сориғучи, Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
7 Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду; У мәһбусларни аватлиққа чиқириду; Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.