Text copied!
Bibles in Uighur

باتۇر ھاكىملار 16:12-31 in Uighur

Help us?

باتۇر ھاكىملار 16:12-31 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

12 شۇنىڭ بىلەن دىلىلاھ يېڭى ئارغامچا ئېلىپ كېلىپ، ئۇنى باغلاپ‫‪:‬‬ ــ ئەي شىمشون، فىلىستىيلەر سېنى تۇتقىلى كەلدى! ــ دېدى (ئەسلىدە بىرنەچچە ئادەم ھۇجرىدا يوشۇرۇنۇپ، ئۇنى پايلاپ تۇرۇشقانىدى). لېكىن شىمشون ئۆز قولىدىكى ئارغامچىلارنى يىپنى ئۈزگەندەك ئۈزۈپ تاشلىدى.
13 بۇنى كۆرۈپ دىلىلاھ شىمشونغا‫‪:‬‬ ــ سەن ھازىرغىچە مېنى ئالداپسەن، ماڭا يالغان ئېيتىپسەن؛ ئەمدى ماڭا سېنى نېمە بىلەن باغلىسا بولىدىغانلىقىنى ئېيتىپ بەرگىن، ــ دېدى. ئۇ جاۋاپ بېرىپ‫‪:‬‬ ــ سەن مېنىڭ بېشىمدىكى يەتتە ئۆرۈم چاچنى دۇكاندىكى ئۆرۈش يىپ بىلەن قوشۇپ ئۆرۈپ قويساڭلا بولىدۇ، ــ دېدى.
14 شۇنىڭ بىلەن شىمشون ئۇخلىغاندا ئۇ ئۇنىڭ بېشىدىكى يەتتە تال چاچنى ئۆرۈش يىپ بىلەن قوشۇپ ئۆرۈپ، قوزۇققا باغلاپ قويۇپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئەي شىمشون، فىلىستىيلەر سېنى تۇتقىلى كەلدى! ــ دېدى. شىمشون ئۇيقۇدىن ئويغىنىپ، ئۆرۈش يىپ بىلەن قوزۇقنى بىراقلا تارتىپ يۇلىۋەتتى.
15 ئاندىن ئايال ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ماڭا كۆڭلۈڭ يوق تۇرۇپ، قانداقسىگە ساڭا ئاشىق بولدۇم، دەيسەن؟ سەن مېنى ئۈچ قېتىم ئالداپ، كۈچتۈڭگۈرلۈكۈڭنىڭ نەدىن بولغانلىقىنى ماڭا ئېيتىپ بەرمىدىڭغۇ، ــ دېدى.
16 ئۇنىڭ ھەركۈنى سۆزلىرى بىلەن ئۇنى قىستاشلىرى ۋە يالۋۇرۇشلىرى بىلەن شىمشوننىڭ ئۆلگۈدەك ئىچى پۇشتى ۋە شۇنداق بولدىكى،
17 ئۇ كۆڭلىدىكى سىرىنى قويماي ئۇنىڭغا ئاشكارا قىلىپ‫‪:‬‬ ــ مەن ئانامنىڭ قورسىقىدىكى چاغدىن تارتىپ خۇداغا ئاتىلىپ نازارىي بولغىنىم ئۈچۈن، بېشىمغا ھەرگىز ئۇستىرا سېلىنىپ باقمىغان؛ ئەگەر مېنىڭ چېچىم چۈشۈرۈۋېتىلسە، كۈچۈم مەندىن كېتىپ، مەن ئاجىزلاپ باشقا ئادەملەردەك بولۇپ قالىمەن، ــ دېدى.
18 دىلىلاھ ئۇنىڭ ئۆزىگە كۆڭلىدىكى ھەممە سىرىنى دەپ بەرگىنىنى كۆرۈپ، فىلىستىيلەرنىڭ ئەمىرلىرىنى چارقىرىپ كېلىشكە ئادەم ماڭدۇرۇپ‫‪:‬‬ ــ «بۇ قېتىم سىلەر يەنە بىر چىقىڭلار، چۈنكى شىمشون كۆڭلىدىكى ھەممە سىرنى ماڭا ئاشكارا قىلدى» دېدى. شۇنىڭ بىلەن فىلىستىيلەرنىڭ ئەمىرلىرى قوللىرىغا كۈمۈشلەرنى ئېلىپ، ئۇنىڭ قېشىغا چىقتى.
19 ئاندىن دىلىلاھ ئۇنى ئۆز يوتىسىغا ياتقۇزۇپ، ئۇخلىتىپ قويۇپ، بىر ئادەمنى چاقىرىپ كىرىپ ئۇنىڭ بېشىدىكى يەتتە ئۆرۈم چاچنى چۈشۈرۈۋەتتى؛ شۇنداق قىلىپ ئۇ شىمشوننىڭ بوزەك قىلىنىشىنى باشلىغۇچى بولدى. شىمشون كۈچىدىن كەتكەنىدى.
20 ئۇ‫‪:‬‬ ــ ئەي شىمشون، فىلىستىيلەر سېنى تۇتقىلى كەلدى! ــ دېۋىدى، ئۇ ئۇيقۇدىن ئويغىنىپ‫‪:‬‬ ــ مەن ئورنۇمدىن تۇرۇپ، ئىلگىرىكى بىرقانچە قېتىمقىدەك، بوشىنىپ كېتىمەن، دەپ ئويلىدى. لېكىن ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ ئۆزىدىن كەتكىنىنى بىلمەيتتى.
21 شۇنىڭ بىلەن، فىلىستىيلەر ئۇنى تۇتۇۋېلىپ، كۆزلىرىنى ئويۇپ، گازاغا ئېلىپ چۈشۈپ، ئۇنى مىس زەنجىرلەر بىلەن باغلاپ، زىنداندا ئۇن تارتىشقا سالدى.
22 لېكىن بېشىدىكى چۈشۈرۈۋېتىلگەن چېچى يەنە ئۆسۈشكە باشلىدى.
23 كېيىن، فىلىستىيلەرنىڭ ئەمىرلىرى ئۆز ئىلاھى بولغان داگون ئۈچۈن چوڭ بىر قۇربانلىق ئۆتكۈزۈشكە ھەم تەبرىكلەپ شادلىنىشقا يىغىلدى. چۈنكى ئۇلار‫‪:‬‬ ــ مانا، ئىلاھىمىز دۈشمىنىمىز بولغان شىمشوننى قولىمىزغا تاپشۇرۇپ بەردى، ــ دېيىشتى.
24 خەلق شىمشوننى كۆرگەندە، ئۆز ئىلاھىنى داڭلاپ‫‪:‬‬ ــ ئىلاھىمىز بولسا، يۇرتىمىزنى ۋەيران قىلغۇچىنى، ئادەملىرىمىزنى كۆپ ئۆلتۈرگەن دۈشمىنىمىزنى قولىمىزغا چۈشۈرۈپ بەردى! ــ دېيىشتى.
25 ئۇلار تازا شاد‫‪‎-‎‬‬خۇراملىق كەيپىگە چۆمۈپ‫‪:‬‬ ــ شىمشون كەلتۈرۈلسۇن، ئۇ بىزگە بىر ئويۇن كۆرسىتىپ بەرسۇن، دېيىشتى؛ ئۇلار شىمشوننى زىنداندىن ئېلىپ چىقتى. ئۇ ئۇلارنىڭ ئالدىدا ئويۇن كۆرسەتتى. ئەمدى ئۇلار ئۇنى ئىككى تۈۋرۈكنىڭ ئوتتۇرىسىدا توختىتىپ قويغانىدى.
26 شۇنىڭ بىلەن شىمشون قولىنى تۇتۇپ تۇرغان يىگىتكە‫‪:‬‬ ــ مېنى قويۇۋەت، ئۆينى كۆتۈرۈپ تۇرغان تۈۋرۈكلەرنى سىلاپ، ئۇلارغا يۆلىنىۋالغىلى قويغايسەن، ــ دېدى.
27 ئۇ چاغدا ئۆي ئەر‫‪‎-‎‬‬ئاياللار بىلەن لىق تولغانىدى، فىلىستىيلەرنىڭ ئەمىرلىرىنىڭ ھەممىسىمۇ شۇ يەردە ئىدى؛ ئۆگزىدىمۇ شىمشوننىڭ كۆرسىتىۋاتقان ئويۇنىنى كۆرۈۋاتقان تەخمىنەن ئۈچ مىڭچە ئەر‫‪‎-‎‬‬ئايال بار ئىدى.
28 شىمشون پەرۋەردىگارغا نىدا قىلىپ‫‪:‬‬ ــ ئەي رەب پەرۋەردىگار، مېنى ياد قىلىپ پەقەت مۇشۇ بىر قېتىم ماڭا كۈچ ئاتا قىلغايسەن؛ ئى خۇدا، شۇنىڭ بىلەن ئىككى كۆزۈمنىڭ ئىنتىقامىنى فىلىستىيلەردىن بىر يولىلا ئالغۇزغايسەن! ــ دېدى.
29 شىمشون شۇلارنى دەپ ئۆينى كۆتۈرۈپ تۇرغان ئوتتۇرىدىكى ئىككى تۈۋرۈكنى تۇتۇۋالدى؛ بىرىنى ئوڭ قولى بىلەن، يەنە بىرىنى سول قولى بىلەن تۇتۇپ، ئۇلارغا تايىنىپ تۇردى.
30 ئاندىن‫‪:‬‬ «فىلىستىيلەر بىلەن بىرلىكتە ئۆلۈپ كەتسەم!» دەپ بەدىنىنى ئېگىپ كۈچىنى يىغىپ ئىتتىرىۋىدى، ئۆي ئۆرۈلۈپ، ئۇ يەردىكى ئەمىرلەر بىلەن بارلىق خەلقنىڭ ئۈستىگە چۈشتى. بۇنىڭ بىلەن ئۆز ئۆلۈمى بىلەن ئۆلتۈرگەن ئادەملەر ئۇنىڭ تىرىك ۋاقتىدا ئۆلتۈرگەنلىرىدىن كۆپ بولدى.
31 ئاندىن كېيىن ئۇنىڭ قېرىنداشلىرى ۋە ئاتىسىنىڭ بارلىق جەمەتى چۈشۈپ، ئۇنى كۆتۈرۈپ، زورېئاھ بىلەن ئەشتائولنىڭ ئوتتۇرىسىغا ئېلىپ بېرىپ، ئاتىسى مانوئاھنىڭ قەبرىسىدە دەپنە قىلدى. ئۇ يىگىرمە يىل ئىسرائىلغا ھاكىم بولغانىدى.
باتۇر ھاكىملار 16 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Батур Һакимлар 16:12-31 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

12 Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди.
13 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.
14 Шуниң билән Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп, қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.
15 Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди.
16 Униң һәркүни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики,
17 у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
18 Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти.
19 Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди.
20 У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти.
21 Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.
22 Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди.
23 Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
24 Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
25 Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди.
26 Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
27 У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
28 Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.
29 Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
30 Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип иттиривиди, өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди.
31 Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.
Батур Һакимлар 16 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Batur Hakimlar 16:12-31 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

12 Shuning bilen Dililah yéngi arghamcha élip kélip, uni baghlap: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — dédi (eslide birnechche adem hujrida yoshurunup, uni paylap turushqanidi). Lékin Shimshon öz qolidiki arghamchilarni yipni üzgendek üzüp tashlidi.
13 Buni körüp Dililah Shimshon'gha: — Sen hazirghiche méni aldapsen, manga yalghan éytipsen; emdi manga séni néme bilen baghlisa bolidighanliqini éytip bergin, — dédi. U jawap bérip: — Sen méning béshimdiki yette örüm chachni dukandiki örüsh yip bilen qoshup örüp qoysangla bolidu, — dédi.
14 Shuning bilen Shimshon uxlighanda u uning béshidiki yette tal chachni örüsh yip bilen qoshup örüp, qozuqqa baghlap qoyup uninggha: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — dédi. Shimshon uyqudin oyghinip, örüsh yip bilen qozuqni biraqla tartip yuliwetti.
15 Andin ayal uninggha: — Manga könglüng yoq turup, qandaqsige sanga ashiq boldum, deysen? Sen méni üch qétim aldap, küchtünggürlüküngning nedin bolghanliqini manga éytip bermidingghu, — dédi.
16 Uning herküni sözliri bilen uni qistashliri we yalwurushliri bilen Shimshonning ölgüdek ichi pushti we shundaq boldiki,
17 u könglidiki sirini qoymay uninggha ashkara qilip: — Men anamning qorsiqidiki chaghdin tartip Xudagha atilip nazariy bolghinim üchün, béshimgha hergiz ustira sélinip baqmighan; eger méning chéchim chüshürüwétilse, küchüm mendin kétip, men ajizlap bashqa ademlerdek bolup qalimen, — dédi.
18 Dililah uning özige könglidiki hemme sirini dep berginini körüp, Filistiylerning emirlirini charqirip kélishke adem mangdurup: — «Bu qétim siler yene bir chiqinglar, chünki Shimshon könglidiki hemme sirni manga ashkara qildi» dédi. Shuning bilen Filistiylerning emirliri qollirigha kümüshlerni élip, uning qéshigha chiqti.
19 Andin Dililah uni öz yotisigha yatquzup, uxlitip qoyup, bir ademni chaqirip kirip uning béshidiki yette örüm chachni chüshürüwetti; shundaq qilip u Shimshonning bozek qilinishini bashlighuchi boldi. Shimshon küchidin ketkenidi.
20 U: — Ey Shimshon, Filistiyler séni tutqili keldi! — déwidi, u uyqudin oyghinip: — Men ornumdin turup, ilgiriki birqanche qétimqidek, boshinip kétimen, dep oylidi. Lékin u Perwerdigarning özidin ketkinini bilmeytti.
21 Shuning bilen, Filistiyler uni tutuwélip, közlirini oyup, Gazagha élip chüshüp, uni mis zenjirler bilen baghlap, zindanda un tartishqa saldi.
22 Lékin béshidiki chüshürüwétilgen chéchi yene ösüshke bashlidi.
23 Kéyin, Filistiylerning emirliri öz ilahi bolghan Dagon üchün chong bir qurbanliq ötküzüshke hem tebriklep shadlinishqa yighildi. Chünki ular: — Mana, ilahimiz düshminimiz bolghan Shimshonni qolimizgha tapshurup berdi, — déyishti.
24 Xelq Shimshonni körgende, öz ilahini danglap: — Ilahimiz bolsa, yurtimizni weyran qilghuchini, ademlirimizni köp öltürgen düshminimizni qolimizgha chüshürüp berdi! — déyishti.
25 Ular taza shad-xuramliq keypige chömüp: — Shimshon keltürülsun, u bizge bir oyun körsitip bersun, déyishti; ular Shimshonni zindandin élip chiqti. U ularning aldida oyun körsetti. Emdi ular uni ikki tüwrükning otturisida toxtitip qoyghanidi.
26 Shuning bilen Shimshon qolini tutup turghan yigitke: — Méni qoyuwet, öyni kötürüp turghan tüwrüklerni silap, ulargha yöliniwalghili qoyghaysen, — dédi.
27 U chaghda öy er-ayallar bilen liq tolghanidi, Filistiylerning emirlirining hemmisimu shu yerde idi; ögzidimu Shimshonning körsitiwatqan oyunini körüwatqan texminen üch mingche er-ayal bar idi.
28 Shimshon Perwerdigargha nida qilip: — Ey Reb Perwerdigar, méni yad qilip peqet mushu bir qétim manga küch ata qilghaysen; i Xuda, shuning bilen ikki közümning intiqamini Filistiylerdin bir yolila alghuzghaysen! — dédi.
29 Shimshon shularni dep öyni kötürüp turghan otturidiki ikki tüwrükni tutuwaldi; birini ong qoli bilen, yene birini sol qoli bilen tutup, ulargha tayinip turdi.
30 Andin: «Filistiyler bilen birlikte ölüp ketsem!» dep bedinini égip küchini yighip ittiriwidi, öy örülüp, u yerdiki emirler bilen barliq xelqning üstige chüshti. Buning bilen öz ölümi bilen öltürgen ademler uning tirik waqtida öltürgenliridin köp boldi.
31 Andin kéyin uning qérindashliri we atisining barliq jemeti chüshüp, uni kötürüp, Zoréah bilen Eshtaolning otturisigha élip bérip, atisi Manoahning qebriside depne qildi. U yigirme yil Israilgha hakim bolghanidi.
Batur Hakimlar 16 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Batur Ⱨakimlar 16:12-31 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

12 Xuning bilǝn Dililaⱨ yengi arƣamqa elip kelip, uni baƣlap: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dedi (ǝslidǝ birnǝqqǝ adǝm ⱨujrida yoxurunup, uni paylap turuxⱪanidi). Lekin Ximxon ɵz ⱪolidiki arƣamqilarni yipni üzgǝndǝk üzüp taxlidi.
13 Buni kɵrüp Dililaⱨ Ximxonƣa: — Sǝn ⱨazirƣiqǝ meni aldapsǝn, manga yalƣan eytipsǝn; ǝmdi manga seni nemǝ bilǝn baƣlisa bolidiƣanliⱪini eytip bǝrgin, — dedi. U jawap berip: — Sǝn mening beximdiki yǝttǝ ɵrüm qaqni dukandiki ɵrüx yip bilǝn ⱪoxup ɵrüp ⱪoysangla bolidu, — dedi.
14 Xuning bilǝn Ximxon uhliƣanda u uning bexidiki yǝttǝ tal qaqni ɵrüx yip bilǝn ⱪoxup ɵrüp, ⱪozuⱪⱪa baƣlap ⱪoyup uningƣa: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dedi. Ximxon uyⱪudin oyƣinip, ɵrüx yip bilǝn ⱪozuⱪni biraⱪla tartip yuliwǝtti.
15 Andin ayal uningƣa: — Manga kɵnglüng yoⱪ turup, ⱪandaⱪsigǝ sanga axiⱪ boldum, dǝysǝn? Sǝn meni üq ⱪetim aldap, küqtünggürlüküngning nǝdin bolƣanliⱪini manga eytip bǝrmidingƣu, — dedi.
16 Uning ⱨǝrküni sɵzliri bilǝn uni ⱪistaxliri wǝ yalwuruxliri bilǝn Ximxonning ɵlgüdǝk iqi puxti wǝ xundaⱪ boldiki,
17 u kɵnglidiki sirini ⱪoymay uningƣa axkara ⱪilip: — Mǝn anamning ⱪorsiⱪidiki qaƣdin tartip Hudaƣa atilip nazariy bolƣinim üqün, beximƣa ⱨǝrgiz ustira selinip baⱪmiƣan; ǝgǝr mening qeqim qüxürüwetilsǝ, küqüm mǝndin ketip, mǝn ajizlap baxⱪa adǝmlǝrdǝk bolup ⱪalimǝn, — dedi.
18 Dililaⱨ uning ɵzigǝ kɵnglidiki ⱨǝmmǝ sirini dǝp bǝrginini kɵrüp, Filistiylǝrning ǝmirlirini qarⱪirip kelixkǝ adǝm mangdurup: — «Bu ⱪetim silǝr yǝnǝ bir qiⱪinglar, qünki Ximxon kɵnglidiki ⱨǝmmǝ sirni manga axkara ⱪildi» dedi. Xuning bilǝn Filistiylǝrning ǝmirliri ⱪolliriƣa kümüxlǝrni elip, uning ⱪexiƣa qiⱪti.
19 Andin Dililaⱨ uni ɵz yotisiƣa yatⱪuzup, uhlitip ⱪoyup, bir adǝmni qaⱪirip kirip uning bexidiki yǝttǝ ɵrüm qaqni qüxürüwǝtti; xundaⱪ ⱪilip u Ximxonning bozǝk ⱪilinixini baxliƣuqi boldi. Ximxon küqidin kǝtkǝnidi.
20 U: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dewidi, u uyⱪudin oyƣinip: — Mǝn ornumdin turup, ilgiriki birⱪanqǝ ⱪetimⱪidǝk, boxinip ketimǝn, dǝp oylidi. Lekin u Pǝrwǝrdigarning ɵzidin kǝtkinini bilmǝytti.
21 Xuning bilǝn, Filistiylǝr uni tutuwelip, kɵzlirini oyup, Gazaƣa elip qüxüp, uni mis zǝnjirlǝr bilǝn baƣlap, zindanda un tartixⱪa saldi.
22 Lekin bexidiki qüxürüwetilgǝn qeqi yǝnǝ ɵsüxkǝ baxlidi.
23 Keyin, Filistiylǝrning ǝmirliri ɵz ilaⱨi bolƣan Dagon üqün qong bir ⱪurbanliⱪ ɵtküzüxkǝ ⱨǝm tǝbriklǝp xadlinixⱪa yiƣildi. Qünki ular: — Mana, ilaⱨimiz düxminimiz bolƣan Ximxonni ⱪolimizƣa tapxurup bǝrdi, — deyixti.
24 Hǝlⱪ Ximxonni kɵrgǝndǝ, ɵz ilaⱨini danglap: — Ilaⱨimiz bolsa, yurtimizni wǝyran ⱪilƣuqini, adǝmlirimizni kɵp ɵltürgǝn düxminimizni ⱪolimizƣa qüxürüp bǝrdi! — deyixti.
25 Ular taza xad-huramliⱪ kǝypigǝ qɵmüp: — Ximxon kǝltürülsun, u bizgǝ bir oyun kɵrsitip bǝrsun, deyixti; ular Ximxonni zindandin elip qiⱪti. U ularning aldida oyun kɵrsǝtti. Əmdi ular uni ikki tüwrükning otturisida tohtitip ⱪoyƣanidi.
26 Xuning bilǝn Ximxon ⱪolini tutup turƣan yigitkǝ: — Meni ⱪoyuwǝt, ɵyni kɵtürüp turƣan tüwrüklǝrni silap, ularƣa yɵliniwalƣili ⱪoyƣaysǝn, — dedi.
27 U qaƣda ɵy ǝr-ayallar bilǝn liⱪ tolƣanidi, Filistiylǝrning ǝmirlirining ⱨǝmmisimu xu yǝrdǝ idi; ɵgzidimu Ximxonning kɵrsitiwatⱪan oyunini kɵrüwatⱪan tǝhminǝn üq mingqǝ ǝr-ayal bar idi.
28 Ximxon Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪilip: — Əy Rǝb Pǝrwǝrdigar, meni yad ⱪilip pǝⱪǝt muxu bir ⱪetim manga küq ata ⱪilƣaysǝn; i Huda, xuning bilǝn ikki kɵzümning intiⱪamini Filistiylǝrdin bir yolila alƣuzƣaysǝn! — dedi.
29 Ximxon xularni dǝp ɵyni kɵtürüp turƣan otturidiki ikki tüwrükni tutuwaldi; birini ong ⱪoli bilǝn, yǝnǝ birini sol ⱪoli bilǝn tutup, ularƣa tayinip turdi.
30 Andin: «Filistiylǝr bilǝn birliktǝ ɵlüp kǝtsǝm!» dǝp bǝdinini egip küqini yiƣip ittiriwidi, ɵy ɵrülüp, u yǝrdiki ǝmirlǝr bilǝn barliⱪ hǝlⱪning üstigǝ qüxti. Buning bilǝn ɵz ɵlümi bilǝn ɵltürgǝn adǝmlǝr uning tirik waⱪtida ɵltürgǝnliridin kɵp boldi.
31 Andin keyin uning ⱪerindaxliri wǝ atisining barliⱪ jǝmǝti qüxüp, uni kɵtürüp, Zoreaⱨ bilǝn Əxtaolning otturisiƣa elip berip, atisi Manoaⱨning ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪildi. U yigirmǝ yil Israilƣa ⱨakim bolƣanidi.
Batur Ⱨakimlar 16 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)