1Араңлардики уруш вә маҗиралар нәдин келип чиқиду? Бу дәл тән әзалириңлар ичидә җәң қиливатқан арзу-һәвәслириңлардин әмәсму?
2Силәр арзу-һәвәс қилисиләр, лекин арзу-һәвәслириңләргә еришмәйсиләр; адәм олтирисиләр, һәсәт қилисиләр, лекин еришәлмәйсиләр; җедәл-маҗира чиқирип җәң қилисиләр. Еришмәйсиләр, чүнки тилимәйсиләр.
3Тилисәңларму еришәлмәйсиләр, чүнки өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүн рәзил нийәтләр билән тиләйсиләр.
4Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар? Кимдиким бу дунияни дост тутмақчи болса, өзини Худаниң дүшмини қилиду.
5Муқәддәс язмиларда: «Худа қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?
6Лекин Худа бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду. Шуниң түпәйлидин муқәддәс язмиларда: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» дәп йезилғандур.
7Шуниң үчүн, Худаға бойсунуңлар. Шәйтанға қарши туруңлар; шундақ қилсаңлар у силәрдин қачиду.
8Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.
9Гуналириңларға қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар.
10Рәбниң алдида өзүңларни төвән тутуңлар вә шундақ қилғанда У силәрни үстүн қилиду.
11И қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду. Шундақ қилип қанун үстидин тоғра-натоғра дәп һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни униң үстидин һөкүм қилғучи қиливалған болисән.
12Қутқузушқа вә һалак қилишқа қадир болған, қанун Түзгүчи вә һөкүм Қилғучи пәқәт бирдур! Шундақ екән, сән башқилар үстидин һөкүм қилғидәк зади кимсән?
13Һәй, «Бүгүн яки әтә палани-пүкүни шәһәргә баримиз, у йәрдә бир жил туруп, тиҗарәт қилип пайда тапимиз» дегүчиләр буниңға қулақ селиңлар!
14Әй әтә немә болидиғанлиғини билмәйдиғанлар, һаятиңлар немигә охшайду? У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас.
15Буниң орниға, «Рәб буйруса, һаят болсақ, уни қилимиз, буни қилимиз» дейишиңлар керәк.
16Лекин әнди силәр һазир ундақ йоған гәплириңлар билән махтинисиләр. Бундақ махтинишларниң һәммиси рәзил иштур.
17Шуниңдәк кимдиким мәлум яхши ишни қилишқа тегишлик дәп билип туруп қилмиған болса, гуна қилған болиду.