Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Яқуп

Яқуп 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қериндашлирим, араңлардин көп киши тәлим бәргүчи боливалмаңлар! Чүнки силәргә мәлумки, биз тәлим бәргүчиләр башқилардин техиму қаттиқ сораққа тартилимиз.
2Чүнки һәммимиз көп ишларда хаталишип путлишимиз. Һалбуки, әгәр бириси тилда хаталашмиса, у камаләткә йәткән, пүткүл тенини тизгинлийәлигән адәм болиду.
3Мана, биз атларни өзимизгә беқиндуруш үчүн ағзиға жүгән салимиз; буниң билән пүткүл тәнлирини халиған тәрәпкә буриялаймиз.
4Мана, кемиләргиму қараңлар; шунчилик йоған болсиму, йәнә келип дәһшәтлик шамаллар тәрипидин урулуп һайдилидиған болсиму, лекин ролчи қәйәргә уларни һайдай десә, у кичиккинә бир роль арқилиқ уни халиған тәрәпкә бурайду.
5Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин толиму йоған сөзләйду. Кичиккинә бир от учқуниниң чоң орманға от туташтуралайдиғанлиғини ойлап беқиңлар!
6Тил — дәрвәқә бир оттур; у әзалиримиз арисидин орун елип қәбиһликкә толған бир аләм болиду. У пүткүл тәнни булғиғучидур; у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду!
7Чүнки һәртүрлүк һайванлар һәм учар-қанатлар, өмилигүчи һайванлар һәм деңиздики мәхлуқлар инсанийәт тәрипидин көндүрүлмәктә һәмдә көндүрүлгән еди.
8Амма тилни һеч ким көндүрәлмәйду; у тинимсиз рәзил бир нәрсә болуп, җанға замин болидиған зәһәргә толғандур.
9Биз тилимиз билән Пәрвәрдигар Атимизға шану-тәшәккүр қайтуримиз, вә йәнә униң билән Худаниң образида яритилған инсанларни қарғаймиз.
10Демәк, охшаш бир еғиздин һәм тәшәккүр-мубарәк һәм ләнәт-қарғаш чиқиду. И қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
11Бир булақ охшаш бир көздин бирла вақитта татлиқ һәм қиртақ су чиқирамду?
12И қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, яки үзүм тели әнҗирниң мевисини берәләмду? Һәм тузлуқ булақ татлиқ суниму чиқиралмайду.
13Араңларда ким дана вә пәмлик? Пәзиләтлик жүрүш-турушидин у даналиққа хас болған мөмин-кәмтәрлик билән әмәллирини көрсәтсун!
14Лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар.   
15Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур.   
16Чүнки һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил рәзилликләр болиду.
17Лекин әрштин кәлгән даналиқ болса, у алди билән пактур, у йәнә течлиқпәрвәр, хуш пеил, башқиларниң пикригә қулиқи очуқ, рәһимдил болуп, яхши мевиләр билән толған, униңда тәрәпбазлиқ яки сахтипәзлик йоқтур.
18Һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду.