14(әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди).
15Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай сүрүп қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. Йәнә бәзилири: — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.
17Улар қариғу адәмдин йәнә: — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.
18Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
19улардин: — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз;
21лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.
23Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар» дегән еди.
24Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: — Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.
25У мундақ җавап бәрди: — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26Улар униңдин йәнә бир қетим: — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27У җавапән: — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң мухлислиримиз.
29Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти.