6Шуңа Әйса уларға: — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.
7Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.
9Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13Бирақ Йәһудий чоңлиридин қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.