38Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди
39(у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).
40Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап: — Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!! — дейишти.
41Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму?
42Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ падишаһ Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти.